Финландийидики бир тәшкилат уйғур елидики тиббий хадимларни йетиштүрүшкә ярдәмләшти
2005.01.06
Финландийиниң бир хәлқара ярдәм бериш тәшкилати қәшқәр вилайәтлик сәһийә идариси билән бирлишип, чаршәнбә күни йопурға наһийисидә йеза тиббий хадимлирини тәрбийиләш курси ачти. Йопурға наһийисиниң һәр қайси йезилиридин кәлгән 36 нәпәр дохтур, 14 күнлүк мәзкур курсқа қатнашти.
Мәзкур тәшкилатниң алақидар мәсули җойис хадим, финландийиниң мутәхәссислири вә бир қисим тәрбийиләнгән йәрлик дохтурларниң мәзкур йеза дохтурлириға асаслиқи давалаш, ана- бала сағлиқи, юқумлуқ кесәлләрдин сақлиниш қатарлиқ мәзмунларда дәрс өтидиғанлиқини билдүргән.
Хитай хәвәр ториниң хәвиригә қариғанда, финландийә һөкүмитиниң мәблиғи билән қурулған мәзкур тәшкилат, уйғурлар топлишип олтурақлашқан қәшқәр вилайитидә йеза дохтурлирини йитиштүрүш ишлириға йеқиндин ярдәм берип, һазирғичә 200 дин артуқ дохтурни һәр хил курсларда тәрбийилигән.
Финландийиниң мәзкур тәшкилатиниң қәшқәр районида "сағламлиқни илгири сүрүш программиси" 2003 - йили башланған болуп, асаслиқи тиббий хадимларни тәрбийиләш арқилиқ йәрлик деһқанларниң сағламлиқ тәрбийиси еңини күчәйтип, турмуш сәвийисини өстүрүшни мәқсәт қилидикән. (Арзу)