Хитай сақчилири франсийә мухбирлирини үстүн ериққа киргүзмиди

Хитай сақчилири бүгүн 7 ‏ - айниң 30 ‏ - күни, франсийә мухбирлирини ақсуниң кәлпин наһийисидики үстүн ериқ йезисиға киргүзмиди. Франсийә агентлиқиниң кәлпиндин хәвәр қилишичә, коммунист хитай һөкүмити үстүн ериққа баридиған йолларға тосақ қоюп 'бу районға киришкә рухсәт қилинмайду' дегән бәлгиләрни есип қойған.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.07.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Франсийә мухбирлириниң аптоном район даирилиригиму, хитай ташқи ишлар министирликигиму телефон қилип, хитай һөкүмитиниң мухбирларниң һәр қандақ җайға берип зиярәт қилишиға йол қойимиз дәп вәдә бәргәнликини тилған елип сориған суаллириға җаваб бәрмигән.

Хәвәрдә йәнә, коммунист хитай 50 нәччә йилдин буян һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң дегән бу җайдики вә оттура асиядики түрк тилида сөзлишидиған хәлқләр хитайниң диний вә сиясий бесимиға қарши көрәш қиливатиду, дәп әскәртилгән.

Радиомиз 5 ‏ - айда, үстүн ериқта 10 йил бурун селинған бир мәсчитниң хитай һөкүмити тәрипидин 'қанунсиз дини паалийәт өткүзүлгән' дегән нам билән чеқивәткәнликини хәвәр қилған иди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.