Фукаңдики кан вәқәсиниң сәвәбини тәкшүрүш басқучи башланди


2005.07.14

Хитай дөләт кабинти фукаң шенлоң кан партлаш вәқәсини тәкшүрүш комитети чаршәнбә күни рәсмий қурулди. Дөләтлик бихәтәр ишләпчиқиришни назарәт қилиш идарисиниң башлиқи вә мәзкур гуруппа мәсули ли йиҗуң уларниң һазирдин башлап, фукаң 11 - июл кан партлаш вәқәсиниң келип чиқиш сәвәби үстидин тәкшүрүш елип баридиғанлиқини җакарлиди.

Тәңритағ хәвәр ториниң мәлуматиға қариғанда, фукаң көмүр канида йүз бәргән партлаш вәқәсидә 83 киши қаза қилған болуп, һазирғичә буларниң арисида 81 иниң җәсити тепилған. Мунасивәтлик орунлар дәсләпки қәдәмдә бу вәқәниң мәсулийәтсизликтин келип чиққан болуши мумкинликини илгири сүрмәктә.

Шундақла дәсләпки тәкшүрүш нәтиҗисигә асасланғанда, фукаң шенлоң көмүр каниниң шамал өтүшүш қудуғи йоқкән, бихәтәр ишләпчиқириш рухсәт кенишкисиму йоқкән һәтта кеңәйтип қуруш салаһиийәт кенишкисиму беҗирилмигән икән. Әмма мәзкур кан мушундақ әһвал астидиму давамлиқ кан қезиш ишлирини елип бериштин сирт, техи иқтидаридинму һалқиған һалда кан қезиш ишлири билән шоғулланған.

Әмәлийәттә бу канниң көмүр ишләпчиқириш иқтидари аран 30 миң тонна әтрапида болсиму, бу кан өткән йили 290 миң тонна көмүр ишләпчиқарған. Вәқәдин кейинки бесиқтуруш ишлириға мәсул орунлар, һазир дәсләпки қәдәмдә қаза қилған һәр бир кишиниң аилисигә 200 миң юәндин ярдәм пули беридиғанлиқини билдүрди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.