Тәптиш даирилири фукаң көмүр кениниң бәш нәпәр мәсулини қолға алди
2005.07.25
Уйғур аптоном райониниң фукаң наһийилик тәптиш мәһкимиси, фукаңдики шенлоң көмүркенида йүз бәргән 83 нәпәр ишчиниң кан астида газ партлаш сәвәби билән өлүш вәқәсидин кейин, мәзкур канниң бәш нәпәр мәсулини мәсулийәтсизлик қилиш сәвәбидин зор қаза келип чиқишқа сәвәпчи болуш билән қолға алған.
Фукаң наһийисиниң шенлоң көмүр кенидики газ партлаш вәқәси 7 - айниң 11 - күни йүз бәргән иди. Даириләр тәкшүрүш арқилиқ вәқәниң келип чиқишиға бихәтәрлик әслиһәлириниң йитәрсизлики, башқурушниң қалаймиқанлиқи сәвәбчи болған, дәп хуласә чиқарған.
Тәптиш даирилири өткән җүмә күни мәзкур көмүр канниң баш мудири, кан башлиқи, муавин кан башлиқи, ишләпчиқириш техника бөлүминиң мудири вә орунлаштурғучи қатарлиқ бәш кишини қолға елип, мәсулийәтсизлик қилиш сәвәбидин зор вәқә келип чиқишқа җавабкар болуш җинайити билән рәсми әйиблигән.
Бу қетимқи вәқә уйғур аптоном райони тарихидики зор көмүр кан вәқәлириниң бири болуп һесаблиниду. Вәқәдә өлгәнләр ичидә икки уйғур билән икки қазақ ишчи бар иди. (Әркин)