Хитай уйғур елиниң тәбий газлирини йөткәшни җиддийләштүрмәктә
2005.05.08
Хитайниң тәңри тағ ториниң учуриға қариғанда хитай даирилири бу йилниң биринчи пәслидә тәбий газ тошуш турубиси арқилиқ тарим ойманлиқидин 10 милйон куп метир тәбий газни хитайниң шәрқий районлириға йөткәп кәткән.
Хитай даирилири бу йил 1-айдин етибарән ғәрбниң гезини шәрққә йөткәш дәп аталған иқтисадий пиланини башлап, бир тәрәптин тарим ойманлиқидики тәбий газ запаслирини тепиш вә қезиш ишлирини күчәйтсә, йәнә бир тәрәптин уни хитайниң шәрқий өлкилиригә йөткәшкә болған капаләтни ашурған.
Хитайниң шәрқ-ғәрб тәбий газ турубиси гәнсу, ниңша, хенән, җяңсу қатарлиқ 10 өлкини бесип өтүп, шаңхәйгә туташқан болуп, игилигән учурларға қариғанда тәбий газниң уйғур елиниң базарлирида сетилиш тәннәрқи шаңхәй қатарлиқ җайлардикидин қиммәт икән.
Униңдин сирт йәнә тарим вадисидики уйғурларға тәбий газдин әрзан баһада пайдилиниш мумкинчилики яритилмиған. Уйғур деһқанлириниң иқтисадий кирими наһайити төвән болғанлиқтин уларниң тәбий газдин пайдилинишқа қурби йәтмигән.
Тәңри тағ ториниң учуриға қариғанда, тарим ойманлиқидики тәбий газ миқдари хитайниң шәрқий районлирини 30 йил тәминләшкә йетидикән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, қазақистан- хитай нефит туруба йоли қурулушини башлиди
- Хитай нефит- химийә ширкити, уйғур илида нефит санаитигә йәнә мәбләғ салиду
- Тарим нефитлики, нефит қидириш ишлириға 3 милярд юән мәбләғ салди
- Хитайлар уйғур аптоном районидики нефит әслиһәлиригә мәбләғ салиду
- Хитайдики әң чоң нефит пишшиқлап ишләш қурулуши, уйғур елидә қурулуш башлиди