Ғәрбниң нефитини шәрққә йөткәш қурулуши йәнә башланди
2006.01.26
Шинхуа агентлиқиниң 26 - январ күни бәргән хәвиридин ашкарилинишичә, хитай бу йил ғәрбниң нефитини шәриққә йөткәш қурулуш пиланидин сирт, йеңидин хам нефит йөткәш туруба йоли қурулуши елип баридикән.
Хәвәрдин мәлум болушичә, пишшиқланмиған нефитни йөткәш туруба йоли қурулуши үрүмчидин башлинип, гәнсуниң 28 наһийә вә шәһиридин ләнҗуға қәдәр туташтурулидиғанлиқи пилан қилинған. Мәзкур туруба қурулушиниң узунлиқи 1858 километир болуп, қурулушқа селинған мәбләғниң омумий қиммити 185 милйон долларға, йилиға йөткимәкчи болған хам нефит миқдари 20милйон тонниға йетидикән.
Нөвәттә қурулушниң тәйярлиқ хизмәтлири башлинип, бу йил 8 - айда рәсмий ишқа чүшидиғанлиқи билдүрүлмәктә. Бу қурулуш, хитай бойичә тарим -шаңхәй нефит қурулушидин башқа, уйғур елиниң нефитини хитай өлкилиригә йөткәйдиған йәнә бир чоң нефит қурулуши һесаблиниду .
Мөлчәрләшләргә қариғанда, охшашла йилиға 20 милйон тонна нефит йөткәш пилан қилинған 962 километир узунлуқтики хитай- қазақистан нефит туруба қурулушиға 700 милйон доллар аҗритилған болса, уйғур дияридин гәнсу өлкисигә ятқузулидиған 1800 километир узунлуқтики туруба қурулуши үчүн аран 185 милйон доллар аҗратқан. (Әқидә)