Бейҗиң һөкүмити очуқ - ашкара һалда хитай оқутқучилирини уйғур елидә ишләшкә әвәтмәктә


2006.11.14

Хитай даирилириниң бейҗиңдин бәргән хәвиридин мәлум болушичә, хитай һөкүмити тунҗи қетим очуқ ‏- ашкара һалда 25 нәпәр хитай оқутқучисини уйғур елигә берип ишләшкә әвәткән һәмдә уйғур елигә берип ишләйдиған бу хитай оқутқучилириниң һәр биригә бир қетимдила 10000 йүәндин қошумчә ярдәм пули беридиғанлиқини билдүргән.

Бейҗиң шәһәрлик маарип комитетиниң мәсули "гәрчә уйғур елигә оқутқучи әвәтиш хизмити 2004 ‏- йилидин башлинип, бу йил 3 ‏- йили болсиму, бу қетим биз илгирики район, сан чәклимисидин бөсүп чиқип, тунҗи қетим җәмийәттин очуқ ‏- ашкара қобул қилишни башлидуқ. Йәни "һәрқандақ оқутқучи өз мәйли бойичә илтимас қилса болиду" дегән бәлгилимини чиқардуқ" дәп билдүрди.

Хитай даирилири тәрипидин берилгән мәлуматта көрситилишичә, уйғур елигә әвәтилидиған бу оқутқучилар мәзкур районда ишләш җәрянида, мәйли мааш җәһәттә болсун яки башқа тәминат җәһәттә болсун өзи ишлигән мәктәптики башқа оқутқучиларға охшаш қарилидикән. Буниңдин башқа йәнә улар һәр йили бир қетим өз юртиға берип тутқан йоқлаш пурситигә игә икән.

Мәлуматта йәнә, уйғур елигә әвәтилидиған оқутқучиларниң яш -чәклимиси әрләр 55 яштин төвән, аяллар 50 яштин төвән болуши керәк дәп бекитилгән болуп, улар уйғур елигә барғандин кейин башланғуч мәктәп дәрсликини өз ичигә алған математика, физика, химийә, биологийә, тарих, җуғрапийә, сиясәт вә толуқ оттуриниң тил ‏- әдәбияти қатарлиқ дәрсләрни өтидикән.

Уйғур маарипчилар, хитай һөкүмитиниң уйғур оқутқучиларниң хитай тили сәвийисини баһанә қилип нурғунлиған оқутқучиларни маарип сепидин йирақлаштуриватқанлиқидәк қилмишини әйиблимәктә. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.