Хәлқара кәчүрүм тәшкилати "муштумзор сақчилар" ниң ғулҗа вәқәсидики җавапкарлиқини сүрүштүрүшкә чақирди
2005.02.04
5 - Феврал ғулҗа вәқәсиниң 8 йиллиқи мунасивити билән, җүмә күни мәркизи лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати баянат елан қилип, хитай даирилирини " муғтумзор сақчилар" ниң ғулҗа вәқәсидики җавапкарлиқини сүрүштүрүшкә чақирди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, ғулҗа вәқәсидә йүзлигән- миңлиған кишиләрниң һаятидин айрилғанлиқини, яриланғанлиқини шундақла қолға елинғанлиқини әскәртип, нурғун кишиләрниң таяқ йегәнлики вә тән җазасиға учриғанлиқини, аз дигәндә икки кишиниң өлгәнликини тилға алди. Кәчүрүм тәшкилати, "мушу вәқә мунасивити билән қанчилик кишиниң қолға елинғанлиқи һазирғичә мәлум әмәс," дәп көрсәтти. Хитай аманлиқ күчлириниң һәрикити үстидин һазирғичә тәкшүрүш елип берилмиғанлиқини тәкитлигән кәчүрүм тәшкилати, хитай даирилириниң вәқәни адил бир тәрәп қилмиғанлиқини билдүрди.
"Хитай һөкүмити өткән йили кишилик һоқуқни һөрмәт қилиш вә қоғдашни асаси қанунға киргүзгән болсиму, бирақ хитай тәрәпниң сәмимийити җидди гуман туғдурмақта," дәп тәкитлиди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати ахирида мундақ дәйду: " кәчүрүм тәшкилати вәқәдә өлгәнләр , яриланғанлар шундақла түрмигә ташланғанларниң мәсилисини мәсулийәтчанлиқ, очуқ - ашкарә вә адиллиқ билән бир тәрәп қилишқа чақириду."
5 - Феврал ғулҗа вәқәси 1997 -йили йүз бәргән. Хитай һөкүмити вәқәни миллий бөлгүнчиләрниң уруш, чеқиш вә булаш вәқәси, дәп елан қилған. Чәтәлдики уйғур тәшкилатлар вәқәни диний әркинликни тәләп қилиш һәрикити, дәп хатирилимәктә. (Әркин)