Ғулҗида йолучилар аптобусини гөрүгә алған бир киши сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлди


2005.05.12

Уйғур аптонум районлуқ сақчи даирилири чаршәнбә күни ғулҗа шәһириниң әтрапида үрүмчигә қарап кетиватқан узун йоллуқ йолучилар аптобусини гөрүгә алған бир кишини етип өлтүргәнликини билдүрди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, җаң бавго исимлик бу киши чаршәнбә күни чүштин кийин, ғулҗа әтрапидики бир май қачилаш понкитида май қачилаватқан бир узун йоллуқ аптобусқа чиққан һәмдә йенидики партлатқуч дора билән аптобусни партлитидиғанлиқи һәққидә тәһдид селип, аптобусни гөрүгә елишқа урунған.

Хәвәрдә ейтилишичә, буниңдин хәвәр тапқан сақчилар дәрһал нәқ мәйданға йитип келип, уни нийитидин йенишқа дәвәт қилған. Бирақ у йенидики партлатқучни яндурған болуп, буни көргән сақчилар уни етип өлтүргән.

Шинхуа агентлиқи хәвиридә, аптобусқа от кәткәнликини билдүргән. Әмма мәзкур йолучилар аптобусида қанчә адәм барлиқи вә уларниң әһвали һәққидә мәлумат бәрмигән.

Җавниң аптобусни гөрүгә елишта немә мәқсити барлиқи техи ениқ болмисиму, бирақ шинхуа агентлиқи дәсләпки ениқлашларға қариғанда, вәқәниң аилә ихтилапи сәвәбидин келип чиққанлиқини билдүрмәктә.

Буниң алдида, йәни бу йил 1 - айда майтағда аптобус партлитиш вәқәси йүз берип, 11 адәмниң өлүши, йәттә адәмниң ярилинишини кәлтүрүп чиқарған. Хитай сақчилири дәсләптә вәқәни ениқлимай турупла, уни уйғур "бөлгүнчилири" ниң паалийәтлиригә бағлиған иди. Бирақ кейин ,вәқәниң өз турмуш шараитидин нарази болған бир хитай ишчиси тәрипидин садир қилинғанлиқи ашкариланған. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.