Нюбриҗ капитал гуруһи гуаңхүйниң 200 милйон доллар пай чекини сетивалмақчи
2006.05.22
Мәркизи америкиниң тексас штатидики мәбләғ селиш гуруһи болған нюбриҗ капитал чәклик һәссидарлиқ ширкити шинҗаң гуаңхүй гуруһи билән келишим имзалап, гуаңхүй гуруһиниң суюқландурулған тәбий газ қурулушиға 200 милйон доллар мәбләғ селиш вә 67 % пай чекини сетивелишни қарар қилди.
Wall Street Journal Гезитиниң хәвәр қилишичә, келишим бойичә нюбриҗ капитал гуруһи дәсләпки қәдәмдә 33 милйон 800 милйон доллар мәбләғ селип, гуаңхүй суюқландурулған тәбий газ қурулушиниң 99.24 % Пай чекини сетивалиду вә кейинки қәдәмдә 169 милйон доллар мәбләғ селип, мәзкур қурулуштики пай чеки һәссисини 67 % гә чиқиридикән.
Гуаңхүй гуруһи уйғур аптоном районида туюқсиз баш көтәргән вә тез бай болған хусуси ширкәт. Гуаңхүй гуруһиниң хоҗайини сүн гуаңшиңниң уйғур аптоном райони парткоминиң секритари ваң лечүән билән алаһидә йеқин мунасивити бар . Хусуси ширкәтләрниң һул селиш мурасимлириға иштирак қилиш хитайда компартийә рәһбәрлири көп адәтләнмигән әһвал болсиму, лекин илгири гуаңхүй гуруһи пичанда суюқландурулған тәбий газ ишләпчиқириш қурулушиниң һул селиш мурасими өткүзгәндә ваң лечүән турпанға берип һул селиш мурасимиға иштирак қилған.
Гуаңхүй суюқландурулған тәбий газ қурулушиға мәбләғ селиш пилани һазирғичә бир америка хусусий мәбләғ шииркитиниң хитайда тәбий газ содиси билән шуғуллинидиған бир хусусий ширкәткә әң көп мәбләғ селиши болуп һесаблиниду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур аптоном райони 150 түр бойичә содигәр чақириш пиланини елан қилди
- Тумшуқ шәһирини тәрәққи қилдуруш сүрити тизлитилмәктә
- Или дәря вадисини ечишқа 12 милярд 900 милйон йүән аҗритилған
- Канада билән хитай "шинҗаң" да көмүр газ метан мәнбәлирини ечиш келишими имзалиди
- Қирғизистан-хитай-өзбекистан төмүр йолиға хитай ширкәтлири җәлип қилинди