Америка ташқи ишлар министирлики: гуәнтанамодики уйғурлар хитайға қайтурулмайду
2006.04.28
Америка ташқи ишлар министирлики кубаниң гуәнтанамо арилидики америка тутқунлар лагирида тутуп туруливатқан уйғурларниң хитайға қайтурулмайдиғанлиқини билдүрди.
Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси адам әрәлий, пәйшәнбә күнки мухбирларни күтүвелиш йиғинида, "гуәнтанамодики һәр қандақ бир тутқунни қайтуруш шәрти униңға хәвп йәтмәйдиған болуши вә қайтурулған дөләттә зиянкәшликкә учримаслиқи керәк," дәп көрсәтти. Униң әскәртишичә, америка бу йәрдики тутқунлар қайтурулғандин кейин йәнә тероризим билән шуғуллунишидин әнсирәйдикән.
Адам әрәлий уйғурларниң мәсилисини тилға алғанда, "уйғурлар қәйәргә қайтуруш мәсилидә, улар җуңгоға қайтурулса уларниң зиянкәшликкә вә адаләтсиз муамилигә учраш мумкинчилики әндишә яритиватиду," деди.
Адам әрәлиниң әскәртишичә, америка уларни қобул қилишни халайдиған 3 - бир дөләт тепишкә тиришмақта. У, әгәр уларни қобул қилидиған 3 - бир дөләт чиқмиса америкиниң қандақ қилидиғанлиқини сориған бир мухбирға "биз уларни орунлаштуридиған 3- бир дөләт үстидә җидди издиниватимиз," дәйду.
Хитай ташқи ишлар министирлики, рәис ху җинтав америкини зиярәт қиливатқанда гуәнтанамодики уйғур тутқунларни җоңго қайтуруп беришни тәләп қилған. Хитай ташқи ишлар министирлики баянатчиси чин гаң, бу йәрдики уйғурларни "террорчилар", дәп атиған иди.
Хитайда "террорчи" дәп әйибләнгән уйғурларға өлүм җазаси берилмәктә. Хитай һөкүмити 2005 - йили 10 - айда пакистан даирилири тәрипидин өткүзүп берилгән сияси мусапир исмаил сәмәтни өлүм җазасиға һөкүм қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай гуәнтанамодики уйғурларни қайтурувелиш тәлипидин һазирғичә ваз кәчмиди
- Гуәнтанамодики уйғурларниң вәзийити йәнила хәтәр астида турмақта
- Америка мәтбуатлирида гуантанамодики уйғурлар
- Германийә америкиниң гуантанамодики уйғурларни қобул қилиш бесимиға дуч кәлмәктә
- Америка дөләт мудапиә министирлики гуантанамодики тутқунларниң тизимликини елан қилди