Хитай һөкүмити гуантаномодики уйғурлар мәсилиси һәққидә америка билән телефон сөһбити елип беришқа башлиди
Гуантанамода тутуп туриливатқан уйғурлар мәсилисиниң америка һөкүмити тәрипидин қурулған һәрбий сотта көрүлүшкә башлиниши билән бирликтә, хитай рәһбәрлири америка рәһбәрлири билән телефон арқилиқ сөһбәтләр елип беришқа башлиди .
Шинхва агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң дүшәнбә күни америка миллий бихәтәрлик кеңишиниң рәиси кондолиза райсниң ярдәмчиси билән телефон арқилиқ сөһбәтләшкән .
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң вә америка миллий бихәтәрлик кеңишиниң муавин рәиси хитай-америка мунасивәтлирини техиму күчәйтип, икки дөләт оттурисида мәвҗут һәмкарлқини техиму көпәйтиш тоғрисида пикир алмаштурған .
Сөһбәт җәрянида ли җавшиң иран ядро мәсилисиниң хәлқара атом енергийә идариси қанунлири даириси ичидә биртәрәп қилиш тоғрисида хитайниң көз қарши һәққидә америка тәрәпкә мәлумат бәргән .
Гәрчә шинхва агентлиқиниң хәвиридә , гуантанамода тутуп туриливатқан уйғурлар мәсилиси тилға елинмиған болсиму, лекин анализчилар ли җавшиң ниң өткән һәптә гуантанамода тутуп туриливатқан мәһбусларниң һәрбий сотта сотқа тартилишқа башлинишниң арқисида америка миллий бихәтәрлик кеңишиниң муавин рәисигә телефон қилғанлиқини әскәртип , гуантанамодики уйғурлар мәсилиси мәзкур телефон сөһбитиниң муһим темиси болған болуши мумкин дейишмәктә .(Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң америкидин гүантанамодики уйғур әсирләрни өткүзүп беришни тәләп қилди
- Хитай колин повелниң бейҗиңдики зияритидә гуантанамодики уйғурлар мәсилисини оттуриға қойди
- Америка һөкүмити гүәнтанамодики уйғур мәһбуслирини орунлаштуруш үчүн һәрикәт қилмақта
- Хитай һөкүмити америкидин гүәнтанамодики уйғурларни тапшуруп беришни қайта тәләп қилди
- Хитай мутәхәссисләр, гувантанамодики уйғурлар адил сотлинатти диди
- Колин павил америкиниң гуәнтанамодики уйғурларни хитайға қайтурмайдиғанлиқини билдүрди