Колин павил америкиниң гуәнтанамодики уйғурларни хитайға қайтурмайдиғанлиқини билдүрди
2004.08.12
Америка ташқи ишлар министири колин паол (Colin L. Powell) Пәйшәнбә күни әркин асия радиоси мухбириниң мәхсос зияритини қубул қилип, америкиниң кубадики гуәнтанамо базисида тутуп туриватқан уйғур мәһбуслирини хитайға қайтуруп бәрмәйдиғанлиқини билдүрди.
У сөзидә: " Гүәнтанамодики уйғурларниң мәсилиси интайин мурәккәп бир мәсилә. Биз гүәнтанамода тутуп туриливатқан барлиқ мәһбусларниң мәсилисини бир тәрәп қилишқа тиришиватимиз. Уйғурлар хитайға қайтурулмайду. Биз уларни қубул қилидиған үчүнҗи дөләт тепишқа тиришиватимиз. Уларни қубул қилиш иһтималлиқи болған пүтүн дөләтләр билән сөһбәт елип бериватимиз" Диди.
Кубадики америкиниң гүәнтанамо базисида афғанистанда тутулған 22 нәпәр уйғурниң барлиқи мәлум болған иди. Америка һөкүмәт даирилири илгири бу уйғурларни, " хата җайда, хата вақитта тутулғанлар" дәп көрсәткән.(Арзу)