Хитай һөкүмити америкидин гүәнтанамодики уйғурларни тапшуруп беришни қайта тәләп қилди


2004.09.09

Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни баянат елан қилип, америка һөкүмитидин , кубадики америка һәрбий базисида тутуп туриливатқан уйғурларни тапшуруп беришни қайта тәләп қилди. Һәмдә америкини уйғурларға қош өлчәм қолланмаслиққа чақирди.

Хитай ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси куңчүән баянатида, "биз америка билән давамлиқ сөһбәт өткүзиватимиз. Америкиниң терроризмға қарши туруш мәсилисидә қош өлчәм қолланмаслиқини сораймиз. Улар террористлар, биз америка һөкүмитиниң бу уйғурларни хитайға қайтуруп беришини үмид қилимиз" деди.

Кубаниң гүәнтанамо арилидики америка һәрбий базисида афғанистанға тутулған 22 нәпәр уйғурниң барлиқи мәлум болған иди. Хитай һөкүмити бу уйғурларни террорист дәп елан қилған болсиму, әмма америка һөкүмәт даирилири илгири уларни"хата җайда вә хата вақитта тутулғанлар" дәп көрсәткән.

Америка ташқи ишлар министири колин паол өткән айда әркин асия радиоси мухбиримизниң мәхсус зияритини қобул қилип, гүәнтанамода тутуп туриливатқан уйғур мәһбуслирини хитайға тапшуруп бәрмәйдиғанлиқини, уларни үчүнчи бир дөләткә орунлаштуруш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини билдүргән иди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.