Америка һөкүмити гүәнтанамодики уйғур мәһбуслирини орунлаштуруш үчүн һәрикәт қилмақта
2004.10.28
Америка ташқи ишлар министирлиқи америкиниң кубадики һәрбий лагирида тутуп туриливатқан уйғур мәһбуслирини үчүнчи бир дөләткә орунлаштуруш үчүн җиддий һәрикәт қилмақта.
Әнгилийә пул- муамилә вақти гезитиниң пәйшәнбә күни бәргән хәвиригә қариғанда, америка ташқи ишлар министирлиқи биринчи түркүмдә гирманийә, шивитсарийә, финландийә вә норвигийә билән гуәнтанамодики уйғурларни орунлаштуруш мәсилисини музакирә қилған. Бирақ, улар бу дөләтләрдин иҗабий җавабқа еришәлмигән.
Хәвәрдә ейтилишичә, америка нөвәттә италийә, франсийә, авистрйә вә түркийә билән афғанистанда тутулған бу уйғурларни қубул қилиш мәсилисини музакирә қилмақта.
Америкиниң кубадики гөәнтанамо һәрбий базисида тутуп туриливатқан 22 нәпәр уйғурниң барлиқи билдүрүлмәктә. Америка ташқи ишлар министири колин павел илгири гүәнтанамодики уйғурларни хитайға қайтуруп бәрмәйдиғанлиқини билдүргән иди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси пәйшәнбә күни радиойимиз мухбириниң соалиға җаваб берип, америкиниң гүәнтанамодики уйғурларға қаратқан сияситиниң өзгәрмигәнликини, уларни хитайға қайтуруп бәрмәйдиғанлиқини қайта тәкитлиди. (Арзу)