Бейҗиң америкидин гүантанамодики уйғур әсирләрни өткүзүп беришни тәләп қилди


2004.10.31

Хитай ташқи ишлар министирлиқи алдинқи күни баянат елан қилип, америка һөкүмитидин америка деңиз армийисиниң гуантанамо базисидики 22 нәпәр уйғур әсирни қайтуруп беришни йәнә тәләп қилди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи илгири гуантанамодики уйғурлар хитайға қайтуруп берилсә террорчилиқ җинайити билән сотлинидиғанлиқини елан қилған. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җаң чийө, америкини гүантанамодики уйғурлар мәсилисини иһтиятчанлиқ билән бир тәрәп қилишқа чақирди. Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси рочард бочерниң ашкарилишичә, ташқи ишлар министири колин повел йеқинда хитайни зиярәт қилғанда, хитай һөкүмити гуантанамодики уйғурларни тезрәк қайтуруп беришни тәләп қилған.

Әсирләрни 3 - бир дөләткә өткүзүп беридиғанлиқини елан қилған америка, тутқунлар хитайға қайтуруп берилсә җазаланмайдиғанлиқиға капаләтлик қилғили болмайду, дәп қарайдикән.

Хитай ташқи ишлар баянатчиси җаң чийө, " шәрқий түркистан террорчилири хәлқара террорлуқ күчләрниң бир қисими, улар җоңго вә америкини өз ичигә алған хәлқара җәмийәт вә хәлқниң һаяти вә мал-мүлкигә еғир тәһдит " дәп көрсәтти. Америкини хәлқара террорчилиққа қарши һәмкарлиққа, шундақла хитай - америка мунасивитиниң асаси еқимини чиқиш қилишқа чақирған җаң чийө, америкиниң "мәсилисини хәлқара қанунлар бойичә еһтиятчанлиқ билән һәл қилип, хәлқара террорчилиққа қарши һәмкарлиқни зиянға учритидиған иш қилмаслиқи керәк " ликини илгири сүргән. Бирақ хәлқара кишилик һоқуқ органлири хитайни террорчилиққа қарши турушни баһанә қилип, уйғурларниң кишилик вә сияси һоқуқини аяқ асти қилиш билән әйиблигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.