Гуантанамодики уйғурлар сотқа тартилди
2004.11.08
Америка һөкүмити тәрипидин қурулған үч кишилик һәрбий сот гуантанамода тутуп туриливатқан 550 нәпәр әтрапидики мәһбусниң дилосини көрүшкә башлиди . Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, өткән һәптә сотқа тартилған мәһбуслар арисида икки уйғурму бар икән .
Хәвәрдә ейтилишичә, өткән һәптә сотқа тартилған икки уйғурниң бири сотчиларниң соаллириға җаваб бирип мундақ дигән: "биз уйғурлар хитайдин мустәқиллиқимизни қолға кәлтүрүш үчүн күрәш қиливатимиз. Хитайға қарши күрәш қилиш, әлқаидә тәшкилати әзаси дегәнлик әмәс.
Америка бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, 33 яштики бир пути кесилгән бу уйғур яш соттики сөзидә йәнә , хитай һөкүмитиниң сиясий вә диний бесимидин қичип афғанистанда панаһланғанлқини тәкитләп мундақ дигән" " миниң дуняда хитайдин башқа һечқандақ дүшминим йоқ. Мән америкиға қарши әмәс әксинчә америкиниң кәлгүсидә уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикитигә ярдәм қилишини үмид қилимән ".
Хәвәрдә ейтилишичә, сотланған уйғурлар сотниң уларни әлқаидә тәшкилати әзаси дәп әйиблишигә қарши чиқип, уларниң әлқаидә тәшкилати әзаси икәнлики һәққидә һечқандақ пакит йоқ икәнликини билдүргән . У шундақла сотчилардин әгәр қоллирида униң әлқаидә әзаси икәнлики тоғрисида бирәр пакит болса оттуриға қоюшини тәләп қилған .
Хәвәрләргә қариғанда, һәрбий сот өткән һәптә сотланған икки уйғурниң америка үчүн дүшмән җәңчиләр болуп , болмиғанлиқи һәққидә бир ай ичидә һөкүм чиқиридикән . (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиң америкидин гүантанамодики уйғур әсирләрни өткүзүп беришни тәләп қилди
- Хитай колин повелниң бейҗиңдики зияритидә гуантанамодики уйғурлар мәсилисини оттуриға қойди
- Америка һөкүмити гүәнтанамодики уйғур мәһбуслирини орунлаштуруш үчүн һәрикәт қилмақта
- Хитай һөкүмити америкидин гүәнтанамодики уйғурларни тапшуруп беришни қайта тәләп қилди
- Хитай мутәхәссисләр, гувантанамодики уйғурлар адил сотлинатти диди
- Колин павил америкиниң гуәнтанамодики уйғурларни хитайға қайтурмайдиғанлиқини билдүрди