Америка 3 - бир дөләтниң гуәнтанамодики уйғурларни қобул қилидиғиниға ишинидиғанлиқини билдүрди
2004.11.17
Америкиниң бир нәпәр ташқи ишлар әмәлдари, америкиниң йәнила 3 - бир дөләтниң гуәнтанамодики уйғурларни қобул қилишни халайдиғанлиқиға ишәнч қилидиғанлиқини билдүрди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң нопус, мусапирлар вә көчмәнләр ишлириға мәсул министири артур девей (Arthur E. Dewey )Сәйшәнбә күнидики мухбирларни күтивелиш йиғинида, әркин асия радиомиз мухбириниң суалиға җавап берип, америка һәр йили қобул қиливатқан мусапирларниң сани көп болғанлиқи үчүн, гуәнтанамодики уйғурларни йәнила -3 дөләткә тапшуруп беришни халайдиғанлиқини ейтти.
Девей әпәнди сөзидә йәнә, гәрчә һазирғичә бәзи дөләтләр уларни қобул қилишни халимисиму, лекин америкиниң буниңға үмид билән қарайдиғанлиқини, һәмдә давамлиқ тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини тәкитлиди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Гуантанамодики уйғурларниң тәқдири һәққидики инкаслар
- Америка гүантанамодики уйғурларни орунлаштуруш йоллирини издимәктә
- Гуантанамодики уйғурлар сотқа тартилди
- Хитай һөкүмити гуантаномодики уйғурлар мәсилиси һәққидә америка билән телефон сөһбити елип беришқа башлиди
- Бейҗиң америкидин гүантанамодики уйғур әсирләрни өткүзүп беришни тәләп қилди
- Хитай колин повелниң бейҗиңдики зияритидә гуантанамодики уйғурлар мәсилисини оттуриға қойди
- Америка һөкүмити гүәнтанамодики уйғур мәһбуслирини орунлаштуруш үчүн һәрикәт қилмақта
- Хитай һөкүмити америкидин гүәнтанамодики уйғурларни тапшуруп беришни қайта тәләп қилди
- Хитай мутәхәссисләр, гувантанамодики уйғурлар адил сотлинатти диди
- Колин павил америкиниң гуәнтанамодики уйғурларни хитайға қайтурмайдиғанлиқини билдүрди