Гуантанамодики бир уйғур америка һәрбий сот колигийисигә ипадә бәрди
2004.11.19
Гуантанамодики әсирләрни сот қилиш мәқсиди билән қурулған америка алаһидә һәрбий сот колигийиси, пәйшәнбә күни гуантанамода шәрқий түркистан ислам һәрикитигә әза бир тутқунниң ипадисини алди.
Америка алаһидә һәрбий сот колигийисиниң баянатчиси летнант гарей россниң билдүрүшичә, бу йил 31 яшлардики мәзкур тутқун сот колигийиси тәрипидин 2001 - йили афғанистанда қорал - ярақ вә һәрбий тәлим тәрбийә елиш җинайити билән әйипләнгән. Бирақ, тутқунниң миллий тәвәлики, шундақла униң гуантанамодики 22 нәпәр уйғурниң бири икәнлиги яки әмәслиги елан қилинмиди.
Америка ташқи ишлар министирлиқи өткән айда гуантанамодики уйғурларниң қоюп берилидиғанлиқини елан қилип, уларниң 3 - бир дөләткә орунлаштурулидиғанлиқини җакарлиған .
Бейҗиң һөкүмити гуантанамодики тутқунлар хитайға қайтуруп берилсә, террорчилиқ җинайити билән әйиплинидиғанлиқини елан қилди . Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, тутқунлар хитайға қайтуруп берилгән тәқдирдә өлүм җазасиға һөкүм қилиниш иһтималлиқи барлиқини илгири сүргән. Шу күни афғанистанниң тора бора теғидики уйғур лагирида тәлим тәрбийә көргән 29 яшлардики йәнә бир әсирниң ипадиси елинған.
Бирақ бу кишиниңму исми вә миллий тәвәлики елан қилинмиди. Һәрбий тәрәпниң ашкарлишичә, сот колигийисигә чиқирилған 29 яшлардики әсир, иттипақдаш күчләр тора бора теғини бомбардиман қилғанда яриланған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка 3 - бир дөләтниң гуәнтанамодики уйғурларни қобул қилидиғиниға ишинидиғанлиқини билдүрди
- Гуантанамодики уйғурлар сотқа тартилди
- Хитай һөкүмити гуантаномодики уйғурлар мәсилиси һәққидә америка билән телефон сөһбити елип беришқа башлиди
- Бейҗиң америкидин гүантанамодики уйғур әсирләрни өткүзүп беришни тәләп қилди
- Хитай колин повелниң бейҗиңдики зияритидә гуантанамодики уйғурлар мәсилисини оттуриға қойди
- Америка һөкүмити гүәнтанамодики уйғур мәһбуслирини орунлаштуруш үчүн һәрикәт қилмақта
- Хитай һөкүмити америкидин гүәнтанамодики уйғурларни тапшуруп беришни қайта тәләп қилди
- Хитай мутәхәссисләр, гувантанамодики уйғурлар адил сотлинатти диди
- Колин павил америкиниң гуәнтанамодики уйғурларни хитайға қайтурмайдиғанлиқини билдүрди