Гуантанамодики бир нәпәр уйғур америка сотиға чиқти
2005.01.05
Гуантанамода тутуп туриливатқан 22 нәпәр уйғурниң арисидики бири сәйшәнбә күни америкида сотқа чиқти.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, 24 яшлиқ исми ашкариланмиған бу уйғур 2001 - йили америка армийиси афғанистанға киргәндә қолға елинған болуп, шундин буян у америкиниң гуантанамодики түрмисидә тутуп туриливатқан икән.
У сотта, өзиниң қазақистандин кәлгәнликини һәмдә пакистанда диний дәрс оқуватқан мәзгилидә афғанистанға тәтилгә берип бир һәптә болмайла америка армийиси тәрипидин қолға елинғанлиқини чүшәндүрүп, өзиниң талибанлар билән һечқандақ алақиси йоқлиқини билдүрди.
Хәвәрдә көрситилишичә, америка һөкүмити, уни қолға алғанда униң талибанларниң 2 нәпәр ашпизи билән бир өйдә турғанлиқини билдүргән болсиму, әмма бу уйғур яш сотта бу қарашни рәт қилди. Шундақла сотчи униңдин нимә суали барлиқини сориғинида, у " мениң пәқәт бирла соалим бар, мени қачан қоюп берисиләр? " дәп сориған.
Америка һөкүмити гуантанамода тутуп туриливатқан уйғурлар үстидин бир-бирләп сот ечиватқан болуп, дәсләпки қәдәмдә бу уйғурларниң "хата вақитта, хата җайда туруп қалғанлар" икәнликини, уларниң америка һөкүмитигә һечқандақ тәһдит елип кәлмәйдиғанлиқини муәййәнләштүрди һәмдә нөвәттә уларни хитай әмәс, бәлки үчинчи бир дөләткә қайтурушқа тиришмақта. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Гуантанамодики бир уйғур америка һәрбий сот колигийисигә ипадә бәрди
- Америка 3 - бир дөләтниң гуәнтанамодики уйғурларни қобул қилидиғиниға ишинидиғанлиқини билдүрди
- Гуантанамодики уйғурлар сотқа тартилди
- Хитай һөкүмити гуантаномодики уйғурлар мәсилиси һәққидә америка билән телефон сөһбити елип беришқа башлиди
- Бейҗиң америкидин гүантанамодики уйғур әсирләрни өткүзүп беришни тәләп қилди
- Хитай колин повелниң бейҗиңдики зияритидә гуантанамодики уйғурлар мәсилисини оттуриға қойди
- Америка һөкүмити гүәнтанамодики уйғур мәһбуслирини орунлаштуруш үчүн һәрикәт қилмақта
- Хитай һөкүмити америкидин гүәнтанамодики уйғурларни тапшуруп беришни қайта тәләп қилди
- Хитай мутәхәссисләр, гувантанамодики уйғурлар адил сотлинатти диди