Гуантаномодики уйғурларға сиясий панаһлиқ бериш керәк


2005.08.07

Америкида чиқидиған "һәптилик өлчәм" жорнилида алин борк тәрипидин елан қилинған бир мақалидә, америкиниң гуантанамода тутуп турулуватқан уйғурларға сиясий панаһлиқ бериши тәләп қилинди.

Мақалисидә, өткән һәптә вашингтондики бир сот мәһкимисидә гуантанамода тутуп турулуватқан абабәкри қасим вә адил абликим исимлик икки уйғурниң сотланғанлиғанлиқини билдүргән алин борк, "сот җәрянида, һөкүмәтниң уларни тутуп туруши үчүн һечқандақ қануний асас йоқ икәнлики ениқланди. Чүнки, америка мудапиә министирлиқи уларни аллиқачан "дүшмән җәңчиси әмәс" дәп елан қилған" дегән .

Алин борк "һәптилик өлчәм" жорнилида елан қилған мақалисидә мундақ дәйду: "сот җәрянида америка һөкүмитигә вәкиллик қилған адаләт министирлиқиниң адвокати, бу икки уйғурниң әркинликкә еришиш йолидики бирдин - бир тосалғу һазирғичә уларни қобул қилидиған бирәр дөләт типилмиғанлиқи деди . Һазирқи мәсилә мушу , улар вәтинигә кетәлмәйду. Чүнки улар уйғур, хитай һөкүмитиниң бесими астида яшаватқан бир аз санлиқ милләт".

Алин борк мақалисдә йәнә мундақ дәйду: "уларни қобул қилалайдиған бирла дөләт бар, у болсиму америка. Әлвәттә америка уларни қобул қилса, биринчидин, хитай һөкүмитиниң қаттиқ қаршилиқиға учрайду, иккинчидин, бу америкида һөкүмәтни тәнқид қиливатқанларға һөкүмәткә һуҗум қилиш үчүн бир пурсәт яритип бериду."

"Лекин", дәйду алин борк мақалисидә, "америка һөкүмити бейҗиңниң тәнқидлиригә қаримаслиқи керәк . Чүнки америка һазирғичә, хитай һөкүмитини террорчилиққа қарши уруштин пайдилинип уйғурларниң тинчлиқ йоли билән елип бериватқан һәрикитини бастурмаслиқ тоғрисида агаһландуруп кәлди. Шундақла америка һөкүмити, әгәр адил вә абабәкригә америкида панаһлиқ берилсә, хитай һөкүмитиниң хәлқара терорчилиққа қарши уруштики һәмкарлиқини тохтитишидин әндишә қилиши мумкин. Мениңчә, хитай бу мәсилисидә америка билән әзәлдин йитәрлик һәмкарлашмиди шуңа бу җәһәттә чоң бир йоқитиш болмайду"

Мақалисидә, америка һөкүмитиниң ички җәһәттики тәнқидләрдинму қорқмаслиқини тәкитлигән алин борк, америка һөкүмитиниң гуантанамодики уйғурларға америкида панаһлиқ бериши һөкүмәтниң етибарини юқири көтүриду халас, дегән . (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.