Америка аммиви радиоси гуантанамодики уйғурларниң адвокатини зиярәт қилди
Гуантанамодики уйғурларниң адвокати сейбин виллет әпәнди йеқинда, америкидики даңлиқ дөләтлик аммиви радио истансисиниң зияритини қобул қилип, гуантанамодики уйғурларниң әһвалини тонуштурди.
Дөләтлик аммиви радио истансисиниң бостондики тармиқиниң мухбири, адвокат сейбин виллет билән өткүзгән мәхсус сөһбитидә, америкиниң кубадики гуантанамо түрмисидә 3 йилдин буян тутуп туриливатқан уйғурларниң қандақ қолға елинғанлиқи вә уларниң һазирқи әһвали һәққидә соал қойди.
Адвокат сейбин виллет, уйғурларниң "шәрқий түркистан" лиқлар икәнликини, шундақла улар хитай һөкүмитиниң контроллиқиға нарази болуп, гуантанамодики уйғурларниңму хитайға қарши туруш мәқситидә афғанистандики талибан қошунлириға қатнишип қалғанлиқини, һәтта америка һөкүмитиниңму уларни "үшмән көрәшчилири әмәс"дәп җакарлиғанлиқини билдүрди.
У сөһбәттә йәнә, бу уйғурларни хитайға қайтурушқа қәтий болмайдиғанлиқини, чүнки улар хитайға қайтурулса, өлүм җазасиға учриши мумкинликини әскәртти.
Америка пайтәхти вашингтондики бир федерал сот мәһкимиси нөвәттә адвокат сейбеин виллетниң, гуантанамодики икки нәпәр уйғурни қоюп бериш яки уларни түрмидин бошитип, һәрбий база ичидә әркин паалийәт елип беришқа йол қоюш тәләп қилинған әрзнамиси үстидин сот ачмақта. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка гуантанамодики кишиләрни дөлитигә қайтуруш үчүн дөләтләр билән сөһбәтләшмәктә
- Гуантаномодики уйғурларға сиясий панаһлиқ бериш керәк
- Америка соти гуантанамодики икки уйғур үстидин сот ачти
- Америкилиқ адвокат: гуантанамодики уйғурларни меһманханиға йөткәш керәк
- Гуантанамодики уйғур тутқунларниң адвокат тутушиға рухсәт қилинди