Бәш нәпәр уйғур гуантанамо түрмидин айрилди


2005.08.26

Кубадики гуантанамо түрмисидә тутуп туриливатқан уйғурлардин биринчи қәдәмдә бәш нәпири өткән һәптә чоңқур тәкшүрүшләрдин кейин уларниң америка үчүн хәтәрлик әмәслики бекитилип, гуантанамодики тутуп туруш орнидин чиқирилип, башқа бир тутуп туруш орниға йөткәп кетилгән.

Хәвәргә қариғанда бу җайниң турмуш шараити гуантанамодикидин яхширақ болуп, уларға қоюлған чәклимиләр азайтилған болсиму, әмма уларниң сирт билән алақә қилишиға әң төвән дәриҗидә йол қоюлған. Бу бәш нәпәр уйғур йеңидин йөткәлгән бу җайда таки уларни мәлум бир дөләт қобул қилғичә туруш еһтималлиқи бар икән.

Гуантанамода тутуп туриливатқан уйғурларниң 15 нәпириниң америкиға қарши дүшмән җәңчиси әмәслики бекитилгән болуп, америка һөкүмити давамлиқ түрдә уларни хитайға қайтурмастин башқа дөләтләргә әвәтиш йолини издимәктә. Һазирға қәдәр 20 гә йеқин дөләт уларни қобул қилиштин баш тартқан. Әмма, бир қисим хәлқаралиқ тәшкилатлар һәмдә уйғур тәшкилатлири бу уйғурларни америкида елип қелиш пикрини оттуриға қойған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.