Гуантанамодики уйғур тутқунлар сот мәһкимисигә чақиртилиши мумкин
2005.12.13
Вашингтондики бир америка федерал сот мәһкимиси дүшәнбә күни гуантанамо лагиридики адил абликим, абабәкри қатарлиқ уйғур тутқунларниң делоси үстидин йәнә сот ечип, тутқунларни сот мәһкимисигә чақиртиш мумкинчилики үстидә охшишидиғанлиқини тәкитлиди.
Вашингтондики бир америка федерал сот мәһкимиси дүшәнбә күни гуантанамо лагиридики адил абликим, абабәкри қатарлиқ уйғур тутқунларниң делоси үстидин йәнә сот ечип, тутқунларни сот мәһкимисигә чақиртиш мумкинчилики үстидә охшишидиғанлиқини тәкитлиди.
Сотчи робертсонниң әскәртишичә, у адил вә абабәкриләрни гуантанамодин вашингтонға чақиртип, сот мәһкимисидә өзини ақлишиға йол қоюш мумкинчилики үстидә ойлишидикән. Сот мәһкимиси тутқунларниң тәқдири тоғрисидики һөкүмини 15 күндин кейин елан қилиду.
Сотчиниң тутқунлар үстидин үч хил һөкүм чиқириш еһтимали барлиқи илгири сүрүлмәктә. Бири, 3 - дөләт қобул қилғичә тутқунларни давамлиқ гуантанамода тутуп туруш, 2 - хил еһтималлиқ америкида елип қелиш тоғрисида қарар чиқириш, әң көңүлсиз еһтималлиқ хитайға қайтуруш тоғрисида һөкүм чиқириштин ибарәт болуши мумкин.
Әмма көзәткүчиләр 3 - хил еһтималлиқниң мумкинчилики чоң әмәс, дәп қаримақта. "Вашингтон почтиси '' гезитиниң хәвәр қилишичә, америка даирилири бу икки тутқунни дүшмән җәңчилири әмәс, дәп қарарлаштурған болсиму, лекин уларни қоюветишни рәт қилмақта. Шуниң билән биргә хитайға тапшуруп беришни рәт қилип, уларниң хитайға өткүзүп берилсә тән җазаси вә яки өлүм җазасиға һөкүм қилиниш еһтимали барлиқидин әнсиримәктә.
Америка һөкүмити 20 дәк дөләттин бу икки тутқунға сияси панаһлиқ беришни тәләп қилған болсиму, әмма һазирғичә бу дөләтләрниң һеч биридин иҗабий җавабқа еришәлмиди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Гуантанамодики уйғурлар мәсилиси шветсийә парламентида
- Б д т ниң кишилик һоқуқ тәкшүрүш өмики гүәнтанамони зиярәт қилишни рәт қилди
- Америка, б д т кишилик һоқуқ мутәхәссислирини гүәнтанамони зиярәт қилишқа тәклип қилди
- Бәш нәпәр уйғур гуантанамо түрмидин айрилди
- "Вашингтон почтиси" гуантанамодики уйғурлар һәққидә баш мақалә елан қилди