Гүантанамодики уйғурлар йоллиған әрзни рәт қиливетиш тәләп қилинди
2006.01.24
Америка қошма штатлири әдлийә министирлиқи, америка алий сот мәһкимисидин " дүшмән җәңчиси әмәс" дәп ақланған болсиму, әмма гүантанамода давамлиқ тутуп турулуватқан уйғур тутқунлардин адил абликим вә абабәкри қасимларниң әрзини рәт қиливетишни тәләп қилди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка әдлийә министирлиқи өткән һәптә алий сот мәһкимисигә йоллиған баяннамисида, һәр қандақ сотниң бу дилони бир тәрәп қилиши үчүн нурғун мәсилиләр бар, дәп тәкитлигән. Әдлийә мибнистирлиқиниң әскәртишичә, мувапиқ бир дөләт тепилса, давагәрләр шу дөләткә орунлаштурулидикән. Әдлийә министирлиқи баяннамисида, " қошма штатлар имканийиниң баричә давагәрләрни орунлаштуридиған дөләт издәватиду. Биз сот мәһкимисигә шуни капаләт беримизки , қошма штатлар һөкүмити давагәрләрни гүантанамода зөрүр болмиғичә узун тутуп турмайду " дәйду.
Америкиниң вашингтон районидики бир федирал сот мәһкимиси өткән йили 12 - айда адил абликим вә абабәкри қасимларни давамлиқ тутуп туруш қанунсиз, дәп елан қилип, әмма америка президентиға тутқунларни қоюп бериш тоғрисида буйруқ чүшүрүш һоқуқи йоқлиқини җакарлиған. Шуниңдин кейин тутқунлар адвукатлири арқилиқ алий сот мәһкимисигә әрз сунди. Адил абликим билән абабәкри қасимлар 2001 - йили 12 - ай яки 2002 - йили 1 - айларда пакистанда қолға елинғандин кейин гүантанамоға елип берилған.
Америка дөләт мудапиә министирлиқи бу икки уйғурни бу йил 4 - айда " дүшмән җәңчиси әмәс " дәп ақлиған вә уларниң америкиға тәһдит салмайдиғанлиқини елан қилған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Йеңи шафақ гезити: гүантанамодики игә - чақисиз уйғурлар
- Гуантанамодики уйғур тутқунлар ачлиқ елан қилиш сепигә қошулди
- Сотчи гуантанамодики уйғурларни қоюп бериш салаһийитигә игә әмәсликини билдүрди
- Гуантанамодики уйғур тутқунлар сот мәһкимисигә чақиртилиши мумкин
- Гуантанамодики уйғурлар мәсилиси шветсийә парламентида