Америка дөләт мудапиә министирлики гуантанамодики тутқунларниң тизимликини елан қилди


2006.03.06

Америка дөләт мудапиә министирлиқи 4 йилдин бери гуантанамода тутуп турулуватқан тутқунларниң дөләт тәвәлики вә исимликини елан қилди. Бирақ тутқунларниң исимлики мәхсус бир тизимлик бойичә әмәс, бәлки дөләт мудапиә министирлики тәрипидин елан қилинған 6 миң бәтлик һөҗҗәттә тилға елинған. Бу һөҗҗәт гуантанамодики тутқунларни сотлайдиған америка алаһидә һәрбий сот коллегийисиниң хатириси болуп, бу хатирә бурун елан қилинған болсиму, әмма униңда тутқунларниң исимлики вә дөләт тәвәлики чиқириветилгән иди.

Бу нөвәт тутқунларниң исимлики тунҗи қетим елан қилинди. Бу һөҗҗәтниң елан қилинишида америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң ахбарат әркинлики қануни бойичә оттуриға қойған тәлипи муһим рол ойниған.

Тәхминән 500 дәк тутқунниң мутләқ көпчилики 3 - 4 йилдин бери мәзкур лагирда һазирғичә сотланмай тутуп турулмақта иди. Булар афғанистан вә пакистанларда әсир елинған 20 нәччә нәпәр уйғурни өз ичигә алиду. Америка һөкүмити һазирғичә бу йәрдики уйғур тутқунлардин адил абликим, абабәкри қасим қатарлиқ бир қанчә кишиниңла исмини елан қилған .

Һөҗәттә абдулғопур исимлик бир уйғур өзбекистан ислам партийисигә қатнишиш билән әйибләнди. Әмма униң хитайға қарши туруш үчүн һәрбий тәлим - тәрбийә алғанлиқини тәкитлигән.

Хитай һөкүмити гуантанамодики уйғурларни елип кетишкә көп күч чиқарған болсиму, бирақ америка һөкүмити уйғур тутқунлар хитайға қайтуруп берилсә, һаятиға капаләтлик қилғили болмайдиғанлиқини сәвәб қилип, хитай даирилириниң тәлипини рәт қилған. Хитай даирилири 2002 - йили гуантанамоға бир тәкшүрүш өмики әвәтип, бу йәрдики уйғурларни сорақ қилған иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.