Гуәнтанамодики уйғурларниң вәзийити йәнила хәтәр астида турмақта

Гуәнтанамо түрмисидә тутуп турулуватқан 22 нәпәр уйғур мәһбусниң әһвали йәнила хәтәр астида болуп, хитай дөләт рәиси ху җинтав америкида зиярәттә болуватқан бир пәйттә ,хитай ташқи ишлар министирлиқи гуәнтанамидики уйғурларни хитайға қайтуруп беришни тәләб қилди.

Америка дөләт мудапиә министирлиқи, чаршәнбә күни гуәнтанамо түрмисидә тутуп турулуватқан 558 нәпәр тутқунниң тизимликини елан қилған иди. Елан қилинған тизимлик ичидә абдул разақ, әхмәд адил, әркин махмуд қатарлиқ 22 нәпәр уйғур тутқуниму болуп, мәзкүр мәһбуслар 4 йилдин бери бу түрмигә қамалған.

Гәрчә америка даирилири, 22 нәпәр уйғур мәһбусни қайтурмаслиқни қарар қилип, бир қанчә дөләтләрдин уларни қобул қилишни илтимас қилған болсиму, бирақ һазирғичә һечқандақ бир дөләт уйғур тутқунлирини өз панаһиға алмиди. Көзәткүчиләрниң тәкитлишичә , бу хитай һөкүмитиниң түрлүк йолларда елип бериватқан дипломатик оюнлири түпәйли мәйданға кәлгән икән.

Бу қетимқи зиярәт пурситини чиң тутқан хитай һөкүмити, ху җинтав арқилиқ уйғур тутқунлирини өзлиригә қайтуруп беришни тәләп қилған.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси нури түркәл әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, уйғур мәһбусларни қайтурмаслиқ мәсилисидә америка һөкүмитигә ишинидиғанлиқини, нөвәттә бу мәсилиниң америка көңүл бөлидиған бир муһим мәсилигә айланғанлиқини билдүрди. (Әқидә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org