Гуәнтанамодин қоюп берилгән уйғурларниң адвокати сәйбин америкини әйиблиди

Албанийә пайтәхти тиранадики дөләтлик мусапирлар мәркизи. Гуәнтанамодин қоюп берилгән уйғурлар мушу йәрдә турмақта. 2006-Йили 10-май. AFP

Америкиниң гуәнтанамодики түрмисидин қоюп берилип, албанийигә әвәтилгән 5 нәпәр уйғурниң адвокати сәйбин виллет дүшәнбә күни америка һөкүмитиниң бу уйғурларни тил җәһәттә һечқандақ ортақлиқи болмиған албанийигә әвәтишини тоғра көрмиди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сәйбин виллет мәзкур агентлиққа " америка һөкүмити пәқәт албанийә билән болған йеқин достлуқ мунасивитидин пайдилинип, бешидики бир ғәмни йоқитишқа тиришти" деди. Гәрчә сәйбин виллет албанийә һөкүмитиниң буларни қобул қилишниң бир инсанпәрвәрлик һәрикәт икәнликини тәриплигән болсиму, лекин у, бу уйғурларниң өз тили билән сөзлишидиған уйғур җәмийити вә аилә тавабатлири йоқ әһвалда, тил җәһәттә һечқандақ ортақлиқи болмиған албанийидә яшишиниң тәскә чүшидиғанлиқини ейтти.

Адвокат сәйбин виллет америкидики уйғурлар вә уйғур тәшкилатлири билән бир пикирдә, америка һөкүмитидин уларни америкидики уйғур җәмийити арисида яшашқа йол қоюшни тәләп қилған иди. Лекин америка һөкүмити афғанистанда тутқан бу уйғуларниң америкида қелишиға қошулмай, үчинчи бир дөләткә әвәтишни қарар қилди.

Лекин америкиниң гуәнтанамодики уйғурларни әвәтиш үчүн сөзләшкән бир қисим ғәрб әллири һәтта түркийә қатарлиқ дөләтләр бу уйғурларни қобул қилишни рәт қилған иди. Америка дөләт мудапиә министирлиқи җүмә күнидики баянатида, бу 5 нәпәр уйғурниң мусулман дөлити болған албанийидә яхши һаят көчүридиғанлиқини көрсәткән. Чәтәлләрдики уйғурлар һәммидин, америка һөкүмитиниң бу уйғурларни хитайға қайтуруп бәрмигәнликидин вә уларниң әркинликкә чиққанлиқидин хушал болушти. Хитай һөкүмити изчил америкидин бу уйғурларни хитайға қайтуруп беришни күчлүк тәләп қилип кәлгән иди. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org