Косовалиқ албанлар 5 гүәнтанамолуқ уйғур мусапирниң албанийигә қобул қилинғанлиқидин биарам
2006.08.08
Бу йил 5 - айда гүәнтанамодин қоюп берилгәндин кейин албанийә тәрипидин сияси паналиқ берилгән 5 уйғурниң мәсилиси мустәқиллиқ пешидики косовалиқ албанлар билән терана һөкүмити арисида зиддийәт туғдурди.
Албанийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, бу 5 уйғур мәсилисидә албанийә баш министири сали бериша билән косова баш министири агим секу арисида пикир ихтилапи келип чиққан. Җоңго даирилири албанийә һөкүмитидин бу 5 уйғурни хитайға қайтуруп беришни бир қанчә қетим тәләп қилған вә уларни "терорчилар," дәп әйиблигән болсиму, лекин терана һөкүмити хитайға бу мәсилисини албанийә қануни вә хәлқара әһдинамилар бойичә бир тәрәп қилимиз, дәп җавап бәргән вә бу кишиләргә йеқинда рәсми сияси паналиқ бәргән иди.
Теранада чиқидиған "септаре" гезитиниң әскәртишичә, косова баш министири агим секу, терана билән бейҗиң арисидики бу талаш -тартиш косова албанлириниң истиқбалиға әнсиримәктә. У, хитайниң б д т хәвпсизлик кеңишидики даими әзалиқ орнидин пайдилинип, косованиң истиқбали тоғрисида б д т хәвпсизлик кеңишидин чиқидиған қарарларни рәт қиливетишидин әндишиә қилидикән.
Косова, 1999 - йили ш а о ә т сербийә қисимлирини косовадин қоғлап чиқарғандин бери б д т тәрипидин вакалитән идарә қилинмақта. Сербийә косованиң мустәқиллиқиға қарши турмақта. Җоңго косова урушида ш а о ә т һәрбий һәрикитигә қарши туруп, сербийини қоллиған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай албанийидин 5 уйғурни өткүзүп беришни йәнә тәләп қилди
- Албанийә һөкүмити гүәнтанамодин қоюп берилгән 5 нәпәр уйғурниң сиясий панаһлиқини қобул қилди
- Албанийә һөкүмити 5 нәпәр уйғур яшқа игә чиқидиғанлиқини билдүрди
- Албанийидики уйғурларниң бу дөләттики келәчики бәк парлақ болмаслиқи мумкин
- Албанийә: бәш уйғурниң мәсилиси хитай - албанийә мунасивитигә тәсир көрсәтмәйду