Гуәнтанамодики уйғур тутқунларниң түрмә шараити тәнқидкә учриди
2007.01.30
"Вашингтон почтиси" гезити сәйшәнбә күни гуәнтанамодики уйғурлар һәққидә мақалә елан қилип, уйғур тутқунларниң адвокатлири мәзкур лагирдики уйғурларниң өткән айда күнигә аз кәм 24 саәт ялғуз солинидиған камирларға йөткиветилгәнликидин нарази болғанлиқини шундақла адвукатларниң тутқунларни ялғуз солаш уларниң роһи саламәтликигә зиян йәткүзүши мумкин, дәп әнсирәватқанлиқини илгири сүрди.
"Вашингтон почтиси" гезитиниң әскәртишичә, тутқунларниң адвокати сәйбин веллит 13 нәпәр уйғур тутқунниң өткән йили 12 - айда лагирдики 4 - номурлуқ түрмидин, тутқунлар асасән ялғуз солинидиған вә бихәтәрлик тәдбирлири техиму қаттиқ болған 6 - номурлуқ түрмигә йөткиветилгәнликини билдүргән. Сәйбин виллет, дүшәнбә күни уйғур тутқунларниң мәсилисини тезрәк бир тәрәп қилиш һәққидә америка федерал сот мәһкимисигә илтимас йоллиған. Гуәнтанамодики 22 нәпәр уйғур тутқунниң 5 нәпири, өткән йили албанийигә қоюп берилгән болсиму, лекин қалған уйғурлар мәзкур лагирда давамлиқ тутуп турулмақта.
"Вашингтон почтиси" гезити, адвокатларниң уйғур тутқунлар мәсилисини тезрәк бир тәрәп қилиш йолидики паалийити өткән йили америка дөләт мәҗлиси чиқарған бир қанун билән техиму қийинлашқанлиқидин шикайәтчи икәнликини билдүрди. Лекин гуәнтанамо лагири баянатчиси роберт дуранд, 4 - түрминиң римонт қилиниватқанлиқини, римонт пүтсә 6 - түрмидики бир қисим тутқунларниң 4 - түрмигә қайтуруп келинидиғанлиқини тәкитлигән.
Роберт дурандниң әскәртишичә, нөвәттә 6 - номурлуқ түрмидә 160 нәпәр тутқун тутуп турулмақта. У, бу йәрдики тутқунларға инсаний муамилә қилиниватқанлиқини билдүргән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б б с агентлиқи албанийидики бәш нәпәр уйғур һәққидә мақалә елан қилди
- Америка һөкүмити гуантанамо һәрбий түрмисидики үч қазақистан пуқрасини түрмидин қоюп берип, қазақистанға қайтурди
- Сәйбин веллит: гуәнтанамодики бигунаһ адәм
- Абабәкри қасим "ню-йорк вақти гезити" дә гуантанамодики тутқунлар һоқуқини қоғдашни тәләп қилди
- Америка сот мәһкимиси гуантанамода қепқалған уйғур тутқунлар үстидин сот ачиду