Йеңи зелландийә һөкүмити гуәнтаномо һәрбий лагиридики уйғурларни қобул қилишни рәт қилди


2007.08.20

Бир нәпәр юқири дәриҗилик америка һөкүмәт хадимниң билдүрүшичә, йеңи зелландийә һөкүмити америка қошма штатлири гуәнтаномо һәрбий лагиридин қоюп берип йәрләштүрүшни арзу қилған бир нәччә уйғурни қобул қилишни рәт қилған.

" 2005- Вә 2006- йиллири йеңи зелландийә америкиниң гуәнтанамо һәрбий лагерида тутуп турулуватқан бәзи кишиләрни мусапир сүпитидә қобул қилиш тәлипини нәччә қетим рәт қилған иди" дәйду, америка әмгәк министирлики мусапирлар мулазимәт бөлүминиң директори кевин тирд.

Кевин тирд, хитайға қайтурулуш хәтири юқири болуватқан гүәнтанамодики уйғур тутқунларни канада һөкүмити қобул қилмиғандин кийин, соралған соалларға җаваб бериш җәрянида юқириқиларни ашкарилиған.

У америка әмгәк министирликиниң йеңи зелландийиниң бундақ типтики топларни орунлаштуруш иқтидариниму нәзәргә алғанлиқини вә буларни орунлаштуруш җәрянида зөрүр болған ярдәмдә болидиғанлиқини ейтти һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирларни орунлаштуруш комитетиниң гуәнтаномо һәрбий лагерида тутуп турулуватқан кишиләрни йеңи зелландийигә орунлаштурушни алдинқи орунға қоймиғанлиқини билдүрди.

Алдинқи һәптә бәш бурҗәклик бина (пәнтиган)гуантанамо һәрбий лагиридики тутқунларни орунлаштуруш һәққидә бирнәччә дөләтләр билән сөзләшкәнликини билдүргән болисиму, әмма баянатчи грәг хиккс қайси дөләтләр икәнликни ашкарилашни халимиған . (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.