Америка федератсийә әрзийәт соти гүәнтанамодики уйғур мәһбус пәрһатни қоюветиш қарари алди
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.06.23
2008.06.23
Уйғур мәһбус пәрһат һөзәйфә америка дөләт мудапиә идариси тәрипидин дүшмән җәңчиси дәп әйиблинип 6 йилдин буян америкиниң гүәнтанамо һәрбий базисиға җайлашқан һәрбий түрмидә тутуп турулуватқан иди.
Бирләшмә агентлиқида хәвәр қилинишчә, америка федератсийә әрзийәт соти америка һәрбий соти пәрһатқа артқан "дүшмән җәңчиси" җинайитини ағдуруп ташлап, америка һәрбий даирилиригә уни дәрһал қоюветишни буйруған.
Пәрһат 2001 - йили америка армийиси афғанистанға һуҗум қилғандин кейин қолға чүшкән һәмдә "душмән җәңчиси" дегән гуман билән америкиниң гүәнтанамодики һәрбий түрмисидә йетиватқан иди.
2006 - Йили америка қошам шитатлири әйни вақитта пәрһат билән тутулған уйғур мәһбуслардин 5 нәпәрни қоювәткән һәмдә албанийигә йәрләштүргән иди.