Америка сот мәһкимиси гуантанамода қепқалған уйғур тутқунлар үстидин сот ачиду


2006.09.07

Америкиниң вашингтон алаһидә районидики бир федирал оттура сот мәһкимиси келәр дүшәнбә күни гуантанамода тутуп турулуватқан уйғур тутқунлар үстидин сот ачиду. Гуантанамодики 5 нәпәр уйғур мусапир албанийигә орунлаштурулған болсиму, лекин 17 нәпәр уйғур тутқуни бу йәрдә давамлиқ тутуп турулмақта.

Уйғур тутқунларниң адвукати сәйбин веллитниң әскәртишичә, сот мәһкимиси тутқунларниң гүәнтанамодики уйғурларни бу йәрдики башқа тутқунларниң дилоси бир тәрәп болғүчә сақлап туруш, иккинчидин, буш һөкүмити уйғур тутқунларни 3 - бир дөләткә йоллимақчи болса, алдинала елан қилиш тоғрисидики илтимасини көрүп чиқидикән.

Буш һүкүмити бу йил 5 - айда 5 уйғур мусапирни албанийигә орунлаштурған болсиму, лекин буни алдинала елан қилмиған әһвал астида мәхпий елип барди. Буш һөкүмитиниң бу һәрикити һазир албанийидә яшайдиған 5 уйғур мусапир вә уларниң адвукатлириниң наразилиқини қозғиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.