Гуантанамодики уйғурларниң америка федерал сотида гуваһлиқтин өтүши тәләп қилинди
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.09.12
2008.09.12
Бу гуантанамодики тутқунларға мунасивәтлик қоюп бериш әрзидә тунҗи қетим давагәрләрниң вашингтонға чақиртилип, сот мәһкимисидә гуваһлиқтин өтүшини тәләп қилиш болуп һесаблиниду.
Америкиниң вашингтон районидики федерал сот мәһкимисиниң сотчиси рикардо урбна 10 - айниң 7 - күни гуантанамодики 17 нәпәр уйғурниң келәчикигә мунасивәтлик әрзини көрүп чиқмақчи иди.
Сот күни йетип келиштин 4 һәптә бурун тутқунларниң адвокатлири юқириқи 17 нәпәр тутқунниң ичидики 4 кишиниң вашингтонға келип гуваһлиқ беришини, қалған 13 кишиниң сотни гуантанамода туруп телефонда аңлишини тәләп қилған. Лекин америка әдлийә министирлиқи гуантанамодики һәр қандақ бир тутқунни америка земиниға елип келишкә қарши турмақта.
Көзәткүчиләрниң пәрәз қилишичә, америка дөләт мудапиә министирлиқи, уйғур тутқунларниң ичидики 5 кишиниң " дүшмән җәңчиси " дегән қалпиқини елип ташлиған болсиму, лекин адвокатларниң 4 нәпәр уйғурни сотқа чақиртиш тиришчанлиқи америка әдлийә министирлиқиниң қарши турушиға учриши мумкин.
Сотчи урбна уйғурларни сотқа чақириш яки чақирмаслиқни техи қарар қилмиған. Әгәр сотчи чақиртишни қарар қилса әдлийә министирлиқи вә бәш бурҗәклик бина сотниң қарариға бойсунуши керәк.