Исмайил әмәт америкиниң уйғур тутқунларни хитайға қайтуруп бәрмигәнликини тәнқид қилди
2006.05.12
Уйғур аптоном райониниң сабиқ рәиси, хитай хәлқ қурултийиниң муавин мудири исмайил әмәт җүмә күни америкини гүәнтанамодин қоюп берилгән 5 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәрмигәнлики үчүн, америкини йәр шари террорлуққа қарши күришикә тосқунлуқ қилмақта, дәп әйиблиди.
Исмайил әмәтниң әскәртишичә, хитай 2001 вә 2002 - йиллири афғанистанда әсир елинған бу 5 уйғурларни " гуманлиқ террорчилар", дәп қарайдикән. У, "мениңчә америка террорлуққа қарши күрәшкә қош өлчәм ишлитиватиду. Биз буни қобул қилалмаймиз " дәйду. Уйғур аптоном райони хәлқ қурултийи исмайил әмәтни 1985 - йилдики сайламда аптоном районниң рәисликигә йәнә бир қетим көрситишкә тиришқан болсиму, лекин бейҗиң даирилириниң намзати төмүр давамәтни рәт қиливетишқа җүрәт қилалмиған иди.
Исмайил әмәт илгири "мәсчиткә кирип намаз оқумақчи болған дөләт кадирлири маашини мәсчитттин алсун " дегән сөзлири билән уйғур җамаәтчиликиниң диққитини қозғиған шәхс. У, бу қетим бейҗиңда чәтәл мәтбуатлириға гүәнтанамодин гунаһсиз, дәп қоюп берилгән бу 5 уйғурни "улар талибан вә әл қаидидин тәлим тәрбийә алған" деди. Уларни " әсәбий террорчилар," дәп тәкитлигән исмайил әмәт, "улар қанун бойичә җазалиниши керәк " дәйду. Лекин у, бу кишиләрниң террорчи икәнликигә испати барлиқини сориған бир мухбирға уларниң афғанистанда тутулғанлиқиниң өзи йитәрлик, дәп җаваб бәргән.
Гуантанамодин қоюп берилгән 5 нәпәр уйғур мусапири өткән җүмә күни албанийигә орунлаштурулди. Лекин хитай һөкүмити бу 5 кишини хитайға өткүзүп бериш һәққидә албанийә һөкүмитигә бесим ишләтмәктә.
Албанийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, албанийә һөкүмити уйғур мусапирларни хитайға өткүзүп бериш тоғрисида албанийә парламентидики бәзи өктичи күчләрниң бесимиға дуч кәлмәктә. Албанийә һөкүмити бу 5 уйғурға сиясий паналиқ бериш - бәрмәслик мәсилисидә һазирғичә бир қарарға кәлмигәнликини билдүргән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Гуәнтанамодин қоюп берилгән уйғурларниң адвокати сәйбин америкини әйиблиди
- Кәвсәр ханим иниси адил абликим билән җәм болушни тәләп қилди
- Хитай албанийини гүәнтанамудин қоюп берилгән уйғурларни өткүзүп беришкә йәнә үндиди
- Хитай албанийә һөкүмитидин 5 уйғурни қайтуруп беришни тәләп қилди
- Америка, гуәнтанамодики уйғурларниң инсаний муамилигә еришиши үчүн күчигәнликини билдүрди









