Рабийә қадир , америка дөләт мәҗлисидә уйғурларниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң начарлиқини паш қилди


2005.04.28

Хитай һөкүмити тәрипидин йеқинда қоюп берилгән уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир, америка дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ комитетида чаршәнбә күни гуваһлиқ берип, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң кишилик һоқуқини қаттиқ аяқ- асти қиливатқанлиқини паш қилди.

У уйғурларниң нөвәттә иқтисадий җәһәттә йәклиниватқан, мәдәнийити вә миллий кимлики тәһдидкә учраватқан, кишилик һоқуқи халиғанчә тутқун қилиниш, адаләтсиз сотлиниш вә тән җазасиға учраштәк еғир дәпсәнчиликкә учраватқан вәзийитини конкрет мисаллар билән чүшәндүрүп, "хәлқим тарихидики әң зулмәтлик дәвирни бешидин кәчүрмәктә"- деди.

Испат бериш йиғинида гуваһлиқ бәргән америка ташқи ишлар министирлиқидики демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк бөлүминиң асия ишлири мәслиһәтчиси сузән осуливан ханимму, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний вә сиясий әркинликини бастуриватқанлиқини қаттиқ әйиплиди.

У йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан миллий кәмситиш сиясити вә уйғур елиға көчмән йөткәш сиясити һәққидә тохтилип, хитай һөкүмитини уйғурларниң асасий кишилик һоқуқини һөрмәт қилишқа чақирди.

Испат бериш йиғининиң ахирида, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири вә америка уйғур җәмийитиниң рәиси нури түркәл әпәнди гуваһлиқтин өтүп, уйғурларниң нөвәттики диний вә сиясий вәзийитини тонуштурди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.