Һүсийин җелилниң аяли камилә ханим америка хәлқара диний әркинлик комитетида испат бәрди


2007.01.31

Америка хәлқара диний әркинлик комитети 1 ‏- айниң 31 ‏- күни америка кеңәш палатаси бинасида хитайда башқа милләтләрниң бесимға учраш әһвали тоғрисида испат аңлаш йиғини өткүзди. Бу йиғинға америка ташқи ишлар министирлиқиниң демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәкчиләр мәсилилири хадимлири қатнашти.

Йиғинда канаданиң уйғур пуқраси, һазир хитай түрмисидә туруватқан һүсәнҗан җелилниң аяли камилә ханим, тибәт хәлара тибәт һәрикити тәшкилатиниң рәиси бучуң серин қатарлиқ кишиләр хитайда башқа милләтләрниң бесимға учраш әһвали тоғрисида испат бәрди.

Һүсийин җелилниң аяли камилә ханим америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң испат аңлаш йиғинида, канадада сиясий панаһлиқ тиләп, қанун буйичә канада пуқралиқиға өткән ери һүсийин җелилни, хитай һөкүмити 2006 ‏- йили 6 ‏- айда үзбекстандин тутуп кетип, һазирға қәдәр өз түрмисигә қамап тутуп туруш арқилиқ, канадада вә башқа дөләтләрдә панаһлинип туруватқан уйғурларниң бихәтәрликигә тәһдит селиватқанлиқини испатлиди. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.