Хитай йопурға наһийисини ишәк гөши ишләпчиқириш базисиға айландурди
2005.05.08
Хитай даирилири уйғурлар топлишип олтурақлашқан қәшқәрниң йопурға наһийисини хитайдики асаслиқ ишәк гөши ишләпчиқириш базисиға айландурди.
Хитай һөкүмитигә қарашлиқ тәңритағ тор бетиниң хәвиридин ашкарилинишичә, йопурға наһийиси "йопурға ишики" бақмичилиқ мәйданлирини қуруп, деһқанларни ишәк бақмичилиқи билән шоғуллинишқа дәвәт қилған. Наһийилик һөкүмәт даирилири йәнә "ишәк фермилири" ға һәр хил төвән өсүмлүк қәрз бериш қатарлиқ етибар сиясәтлирини йолға қойған.
Хәвәрдин мәлум болушичә, нөвәттә йопурғидики ишәк фермилирида, 60 миң туяқтин артуқ ишәк бар болуп, 40 меңи йопурғиниң сортлуқ ишики икән. Бу ишәк фермилири, һәр йили уйғур ели вә хитай өлкилирини 120 тоннидин артуқ ишәк гөши билән тәминләйдикән.
Ишәкни йәрлик мусулман уйғур хәлқи әзәлдин қатнаш вә яки деһқанчилиқ қорали сүпитидә беқип кәлгән болсиму, бирақ ислам динида ишәк гөши вә сүтини истимал қилиш һарам һесаблиниду.
Хитай даирилириниң уйғур мусулманлири топлишип олтурақлашқан " йопурға наһийиси" гә "ишәк юрти" намини берип, ишәк гөшини ишләпчиқириш мәркизигә айландурғанлиқи, нурғун уйғурлар тәрипидин уйғурларниң миллий вә диний өрп- адәтлириниң нәзәргә елинмиғанлиқиниң ипадиси дәп қаримақта. (Арзу)