Хитай уйғур пәрзәнтлиригә қаритилған мәҗбурий әмгәкни давамлаштурмақта


2006.08.17

Уйғур аптоном районлуқ маарип назарити, бу йилидин башлап һәр дәриҗилик маарип мәмури тармақлири вә мәктәпләрниң, башланғуч мәктәп оқуғучилириға пахта териш вәзиписи чүшүрүшини чәклиди. Лекин, оттура мәктәп, алий мәктәп вә техником оқуғучилириға һелиму бу вәзипини чүшүрүшкә болудиғанлиқини көрсәтти.

Аптоном районлуқ тиришчанлиқ билән ишләп, иқтисадчанлиқ билән мәктәп башқуруш ишханисидикиләр, пахта тириш әмгикиниң башланғуч мәктәп оқуғучилириға нисбәтән ейтқанда, әмгәк сиҗиллиқиниң нисбәтән зор икәнликини, уларниң җисманий вә писхик сағламлиқиға пайдисиз икәнликини нәзәрдә тутуп, бу йилдин башлап башланғуч мәктәп оқуғучилриға пахта тириш вәзиписи чүшүрүшкә рухсәт қилмаслиқ тоғрисида қарар чиқирилғанлиқини билдүргән.

Хитай ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң 7 милйон му мәхсус кевәз ишләп чиқириш мәйданлириға әмгәк күчи йетиштүрүш үчүн 1994 ‏- йили аптоном районлуқ маарип назарити уйғур елидә тиришчанлиқ билән ишләп, иқтсадчанлиқ билән мәктәп башқуруш намида, башланғуч мәктәп оқуғучилиридин та алий мәктәп оқуғучилириғичә һәр йили пахта териш мәзгилидә пахта теришқа охшаш еғир әмгәкләргә орунлаштуруп кәлгән. Ата-анилар пахта териш әмгикиниң балиларниң җисманий вә әқлий сағламлиқиға еғир тәсирләрни елип келиватқанлиқини тәкитләп, узун йиллардин буян изчил наразилиқ билдүрүп кәлгән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.