Уйғур аптоном районида деһқанларни язлиқ һашарға тутуш башланди
2005.07.05
Уйғур аптоном райони һөкүмити өткән йили 2005 - йилдин башлап аптоном район бойичә һашар әмгикиниң бикар қилинидиғанлиқини җакарлиғандин кейин, йәрлик даириләр бир қанчә күндин бери қәшқәр қатарлиқ җайларда деһқанларни орма пәслидә язлиқ һашарға һәйдиди.
Қәшқәрниң пәйзиват қатарлиқ наһийилиридики пуқраларниң ашкарилишичә, йәрлик даириләр йеқинқи бир қанчә күндин бери деһқанларни кәлкүнгә қарши өстәң чепиш, йол ясашқа сәпәрвәр қилмақтикән. Деһқанлар, һашар әмгики ома мәзгилигә тоғра кәлгәнликтин аилә деһқанчилиқи тосалғуға учриғанлиқини билдүрмәктә. Деһқанларниң ашкарилишичә, һашарға кетидиған әмгәк қораллирини, йимәк - ичмәк, йитип - қопуш вә йол һәққини деһқанлар өзи көтүридикән.
Пәйзиват наһийисидики бир деһқан радиомизға телефонда , " һашарға чиқмиғанларға җәриманә қоюлиду яки җәриманә төләшни рәт қилғанларниң мал - мүлки мусадирә қилиниду," дәп көрсәтти. Әмма йәрлик даириләр һашар деһқанларни мәнпәәтдар қилиду, дәп көрсәтмәктә.
Қәшқәрниң йеңи шәһәр наһийиси ханериқ йезисидики йеза кадири әмәтниң тәкитлишичә, деһқанлар өзи маңидиған йолни өзи ясиши керәккән. Ханериқтики әмәт, һашарниң халисанә йолға қоюливатқанлиқини билдүрди. Униң әскәртишичә, деһқанлар һашар орниға тракторлар билән елип баридикән.
Уйғур аптоном райони хитай бойичә деһқанлар һазирға қәдәр һашар тутуливатқан бирдин - бир район болуп һесаблиниду. (Әркин)