Уйғур елидә деһқанлар йәнә һашарға һәйдәлмәктә
2007.02.27
Уйғур илидики поскам наһийисиниң учур торида, "поскам наһийисидики һәрмилләт хәлқи зәрәпшан дәрясидики хәтәрлик җайларниң тосма қашлирини римунт қилип, кәлкүн апитигә алдин тәйярлиқ көрди" дәп хәвәр берилгән.
Бу хәвәрдин мәлум болушичә, бу йил кәлкүндин мудапиә көрүш тәйярлиқ хизмәтлирини ишләш үчүн наһийилик һөкүмәт тармақлири һәр қайси йеза - кәнтләрдин 2800 деһқанни тәшкилләп һашарға елип чиққан .
Гәрчә хитай даирилири илгири уйғур елидә баҗни вә һашарни бикар қилғанлиқини билдүргән болсиму. Лекин хитайдики бәзи ахбарат торлириға берилгән учурлардин уйғур елидә һашарниң йәнила мәвҗут икәнлики мәлум болмақта.
Чәтәлләрдики уйғур сиясиюнлар хитай һөкүмитиниң уйғур деһқанлириға йүргүзиватқан рәһимсиз сиясәтлири үстидин хәлқара тәшкилатларға шикайәт қилип кәлмәктә . (Җүмә)