Москва - үрүмчи арисидики һава қатниши йеқинда әслигә келиду
2006.04.03
Җәнубий җуңго һава йоллириниң русийә пайтәхти москва билән уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчи арисида қатнайдиған йолучилар айрупилани қатниши 10 - април күни әслигә келиду.
Уйғур аптоном райони һава йоллири ширкитиниң өткән җүмә күни ашкарилишичә, җәнубий җуңго һава йоллири ширкитигә тәвә боең - 737 бәлгилик йолучилар айрупиланиниң үрүмчидин москваға учуш сәпири һәр һәптиниң дүшәнбә, чаршәнбә, җүмә вә йәкшәнбә күнлири йолға қоюлиду. Москвадин үрүмчигә учуш сәпири һәр һәптиниң дүшәнбә, сәйшәнбә , пәйшәнбә вә шәнбә күнлири йолға қоюлидикән.
Үрүмчи - москва арисидики һава йоли қатниши 2003 - йили хитайда сарс кесили партлиғандин кейин тохтитип қоюлған. Әйни чағда хитай һөкүмити сарс кесилиниң тарқилиш әһвалини йошуруп, бу кесәлниң башқа дөләтләргә тарқилип кетишини кәлтүрүп чиқарған иди. Буниң билән хитай сәһийә министири вәзиписидин истипа беришкә мәҗбур болған иди.
Әйни чағда хитай даирилири сарас кесилиниң уйғур аптоном районида байқалмиғанлиқини җакарлиған болсиму, лекин русийә үрүмчи билән москва арисида қатнайдиған һава йоллири қатнишини тохтитип қойған. Бу қатнаш ахири 10 - априлда әслигә келиду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистан уйғур елигә тутишидиған төмүр йоли ясимақчи
- Уйғур аптонум райони билән оттура асия дөләтлириниң қатнаш, чегра қурулушлири тәрәққи қилдурулмақта
- Қирғизистан-хитай-өзбекистан төмүр йолиға хитай ширкәтлири җәлип қилинди
- Ләнҗу – қәшқәр төмүр йоли қәшқәр хәлқигә немә елип кәлди?
- Хитайниң уйғур елигә туташтурулған дөләт йоллири узартилди