Хитай һөкүмити уйғурларниң һәҗгә беришини чәклимәктә
2004.10.28
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң пәйшәнбә күни билдүришичә, хитай һөкүмити йеқинда атуш шәһири вә ақту наһийисидики үчүнҗи дөләт арқилиқ һәҗгә чиқишқа тәйярлиқ қилған 43 нәпәр уйғурни тутқун қилған.
Униң ейтишичә, бу кишиләр әслий пакситан арқилиқ һәҗгә беришни пиланлиған . Хитай һөкүмәт даирилири буни байқиғандин кийин, уларни тутқан. Тутулғанлар арисида бу кишиләрни һәҗгә оюштурған кишиму бар икән.
Фирансийә ахбарат агентлиқиниң билдүришичә, ақту наһийисидики бир сақчи қәшқәрдики чиграда 31 адәмниң тутулғанлиқини аңлиғанлиқини етирап қилған.
Дилшат ришитниң йәниму илгирлигән һалда билдүришичә, хитай һөкүмити уйғур елидә ислам дининиң тәсириниң күчийишидин әндишә қилип, уйғурларниң һәҗгә беришини түрлүк усулда чәклимәктә. Хитай һөкүмити сәодий әрәбистанға бериш үчүн парспорт тәләп қилған уйғурларға паспорт биҗиришни тохтатқан. Буниңдин срт, чәтәлдики уруқ туққанлири вә достлирини йоқлашни халайдиған уйғурларғиму паспорт биҗиришни рәт қилған.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит ахирида, хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириниң һәҗгә вә чәтәлдики қанунлуқ диний паалийәтләргә беришини чәкләватқанлиқини қаттиқ әйиплиди. (Арзу)