Уйғур елиниң һәҗ өмики, мәккигә қарап йолға чиқти


2004.12.28

Хитай һөкүмити тәрипидин тәшкилләнгән, уйғур елиниң 1500 кишилик һәҗ өмики һәҗ қилиш үчүн мәккигә қарап йолға чиққан.

Шәрқий түркистан учур мәркизиниң ашкарилишичә, 28 - декабир күни сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиригә қарап йолға чиққан мәзкур өмәк әзалириниң чәтәллик дүшмән күчләр вә бөлгүнчи тәшкилатлар билән алақә қилиши қәтий мәни қилинған болуп, гуруппидин айрилип шәхсий нам билән һәҗ паалийәтлиригә қатнишиш чәкләнгән.

Шәрқий түркистан учур мәркизиниң билдүрүшичә, хитай ислам җәмийити тәшкиллигән һәҗ өмикиниң әзалири ичидә ислам мухлислири, дөләт бихәтәрлик хадимлири һәмдә йәнә милли бирликсәп хадимлириму бар икән. 28 - Декабир йолға чиққан һәҗ өмики келәр йили 1 - айниң 28 - күни уйғур елигә қайтип келидикән.

Учур мәркизиниң тәкитлишичә, һәҗ өмики йолға чиқиштин бир һәптә бурун хитай һөкүмити барлиқ әзаларни үрүмчи йәр шари меһманханисиға йиғип, уларға сиясий тәрбийә өгиниши елип барған. Һөкүмәт өмәк әзалириниң сәуди әрәбистандики мәзгилдә бөлгүнчи тәшкилатлар билән алақә қурмаслиқини, бөлгүнчи тәшкилатларға аит матирялларни хитайға елип кәлмәсликини шуниңдәк рухсәт қилинмиған әһвал астида ялғуз паалийәт елип бармаслиқини һәмдә һәр бир һәҗ қилғучи бир - бирини назарәт қилип, ғәйри һәрикәт сезилгән һаман дәрһал паш қилиши керәкликини тәләп қилған. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.