Хитай һөкүмити уйғурларниң һәҗ паалийәтлирини чәкләш һәққидә уқтуруш чүшүрди
2005.09.12
Дуня уйғур қурултийиниң ашкарилишичә, хитай һөкүмити һәҗ мәзгилиниң йеқинлишиши билән уйғурларниң һәҗгә беришини чәкләш үчүн төт маддилиқ уқтуруш чүшүрди.
Қурултай баянатчиси дилшат ришитниң билдүришичә, уйғур аптонум районлуқ миллий , диний ишларни башқуруш комитетиниң чиқарған бу уқтурушида, һәр қайси һөкүмәт тармақлириниң тәшвиқатни күчәйтип, пуқраларниң һәҗгә бериш қизғинлиқини төвәнлитиш; өз алдиға һәҗгә баридиғанларни қаттиқ контрол қилиш, бу вәзиписини яхши орунлимиған орунлар вә шәхисләрниң мәсолийитини қаттиқ сүрүштүрүш, өз алдиға һәҗгә барғанларни вә уюштурғучиларни қаттиқ бир тәрәп қилиш қатарлиқлар бәлгиләнгән.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, хитай һөкүмити қол қойған хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамисиниң 13 - маддисини нәқил кәлтүрүп, һәммә адәмниң өз дөлитидин айрилиш вә дөлитигә қайтиш һоқуқиниң барлиқини билдүрди.
У хитай һөкүмитиниң өз алдиға һәҗгә барғанларни чәклишиниң, уйғурларниң диний етиқадини йоқитиш вә дәпсәндә қилишни мәқсәт қилидиғанлиқини көрсәтти. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қизилсу области барлиқ диний өлималарниң салаһийитини қайта тәкшүрүп бекитмәкчи
- Америка диний әркинлик комитети әзалири қәшқәрни зиярәт қилди
- Хитай, мәкиттики уйғур диний затларға пиланлиқ туғут қолланмиси тарқатти
- Хитай сақчилири или вилайитидә 179 туңганни тутуп кәткән
- Хитай һөкүмити, аминиханни 37 оқуғучиси билән қолға алғанлиқини етирап қилди