Хитайдин йолға чиққан һәҗ кандидатлири тунҗи айрупилан билән сәуди әрәбистанға йетип барди
Хитайдики мусулман һаҗи кандидатлири, 29 - ноябир күни ләнҗудин учуп, сәуди әрәбистанниң мәдинә шәһиригә йетип кәлди.
Мәркизи агентлиқниң 30 - ноябир күни билдүрүшичә, бу йил хитайда 9 миң 600 нәччә мусулман, һөкүмәт уюштурған гуруппилар буйичә һәҗ паалийити елип баридикән, шуниңдәк бу һөкүмәт орунлаштурған һәҗ паалийити ичидә, һәҗ қилғучилар сани әң көп болған йил һесаблинидикән.
Хәвәрләргә қариғанда һәҗ қилғучилар асасән, уйғур ели, чиңхәй, гәнсу, ниңша, йүннән, шәнши, ички моңғул, хенән қатарлиқ 8 өлкидин болуп, һәҗ кандидатлирини тошуйдиған мәхсус айрупилан үрүмчи, бейҗиң вә күнмиңдин учидикән.
Хитай һөкүмити һәр йили һәҗ қилғучилар санини алаһидә контрол қилип кәлгән болуп, болупму уйғурларға берилгән сан интайин аз иди, шуңа бу йил өз алдиға һәҗ қилиш үчүн йолға чиққан уйғурлар, пакистан , дубәй, түркийә қатарлиқ дөләтләрдә көплигән қейинчилиқларға дуч кәлди. Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң тиришчанлиқ көрситиши нәтиҗисидә пакистанға кәлгән уйғурларниң һәммиси бу йил елип баридиған өмүр һәҗ паалийитини оңушлуқ елип бармақта. Әмма хитай даирилири өз алдиға һәҗ қилғучиларни сәуди әрәбистандин қайтип барғандин кейин қаттиқ җазалайдиғанлиқини билдүргән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- 9600 Нәпәр мусулман һөкүмәт тәрипидин мәхсус айропиланда һәҗигә әвәтилмәкчи
- Хитай нимә үчүн уйғур һәҗичиләргә виза беришкә қошулди
- Хитай һөкүмити бу йилқи рамизан ейидиму уйғурларниң нормал диний паалийирини чәклиди
- Пакистандики уйғур һаҗи намзатлири һәҗигә бериш визисиға еришти
- Хитай сәуди әрәбистандин пакистандики уйғурларға виза бәрмәсликни тәләп қилған