Русийә вә қазақистан, уйғур елидә юқири пән техника түрлири бойичә һәмкарлиқ елип беришни тәшәббус қилмақта
2004.10.19
Техи йеңила уйғур елиниң санҗи шәһиридә өткүзүлгән, русийә, қазақистан пән -техника җәһәттә йеңилиқ яритиш вә мәбләғ селиш түрлирини сунуш йиғинида, пәқәт қазақистан тәрәпла 200 дин артуқ пән - техника түри бойичә уйғур ели билән һәмкарлиқ елип бериш тәклипини оттуриға қойған.
Уйғур елидин кәлгән хәвәрләрдин мәлум болушичә, бу йил 6 -айда аптонум районлуқ пән- техника сода вәкилләр өмики русийиниң сибирийә фидиратсийилик районида зиярәттә болуп, икки тәрәп, юқири пән - техника вә сода түрлири бойичә көплигән келишимләрни түзгән .
Бу йил 8 -айда, русийиниң, сибирийә фидратсийилик районидики һоқуқлуқ вәкили үрүмчини зиярәт қилип, уйғур аптунум районлуқ пән - техника назарити билән мәхсус пән - техника түрлири бойичә келишим һазирлап, келәр йили сибирийә пән - техника академийисидә "шинҗаң пән - техника көргәзмиси" уюштурушни қарар қилған.
Күзәткүчиләр билдүришичә, уйғур елиниң әвзәл шараитидин пайдиланған хитай һөкүмити, русийә вә қазақситан билән пәқәт сода һәмкарлиқи елип бериш әмәс, пән - техника җәһәттиму һәмкарлиқни илгири сүрүш арқилиқ бу дөләтләр билән болған мунасивәтни күчәйтиш мәқситигә йетишни пилан қилмақта икән . (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Атасу- алатав нефит туруба қурулушида пат арида иш башлиниду
- Хитай баш министири вен җябавниң росийәдики зиярити ахирлашти
- Қазақистан призиденти назарбайеф уйғур илини зиярәт қилди
- Қазақистан призиденти назарбайеф уйғур илини зиярәт қилди
- Назарбайеф уйғур аптоном районини зиярәт қилиду
- Или қазақ области қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи тәбрикләнди