Хоңкоң вә тәйвәнликләрниң уйғур аптоном районида хизмәт қилиш чәклимиси бикар қилиниду
-
2005-09-20 -
-
-
Мәркизи ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 10 - айниң 1 - күнидин башлап уйғур аптоном районида ишләйдиған хоңкоң, авмен вә тәйвән пуқралириниң хизмәт саһәси вә хизмәт характеригә қоюлған чәклимә бикар қилинидикән.
Даириләр илгири уйғур аптоном районида хизмәт қилидиған тәйвән, хоңкоң вә авменлиқларға " ишләш гуванамиси" тарқитип берип, йилда бир қетим йеңилайтти.
Уйғур аптоном райони әмгәк вә иҗтимаий параванлиқ назарити ишқа орунлаштуруш башқармисиниң муавин мәсули аблимит мәқсудниң шинхуа ахбарат агентлиқиға ашкарилишичә, өктәбирдин башлап кинишка тарқитиш түзүми, хизмәт түри вә хизмәт характеригә чәклимә қоюш бикар қилинидикән. Шуниң билән биргә хоңкоң, авмен вә тәйвәнликләрниң хизмәт мәсилисини бир тәрәп қилиш һоқуқи һәр қайси вилайәт, област вә шәһәрләрдики әмгәк вә иҗтимаий параванлиқ идарилириниң башқурушиға өткүзүп берилидикән.
Даирләр немә үчүн хоңкоң, тәйвән вә авменлиқларға қоюлған чәклиминиң бикар қилинғанлиқини чүшәндүрмигән болсиму, әмма һөкүмәтниң райондики сияситини тәнқид қилғучилар, уйғурларда ишсизлиқниң наһайити еғир иҗтимаий мәсилә болуп қалғанлиқини агаһландурмақта. (Әркин)