Кишилик һоқуқ тәшкилати шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақирди


2006.06.14

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр рәһбәрлири тәшкилат йиғини үчүн шаңхәйгә йиғиливатқан пәйттә, хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати чаршәнбә күни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақирди.

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати доклатида, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә һөрмәт қилишни тәләп қилиш билән биргә, бу тәшкилатниң террорчилиққа қарши уруштин пайдилинип, дөләт ичидики өктичиләрни бастурмаслиқини тәкитлиди. Мәзкур баянатта йәнә, уйғур мәсилиси мәхсус тилға елинип, "җуңго террорчилиққа қарши туруш пиланини уйғурларни рәһимсизләрчә бастурушқа ишләтмәктә" дәп көрсәтти.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң бу баянатини қарши алди. Әмма у йәнә хитай һөкүмитиниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидин пайдилинип уйғурларни бастуруш һәрикитиниң буниңдин кейин техиму еғирлишиши мумкинликини көрситип, "шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң өзи, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилидиған дөләтләр кулубидур" деди.

Буниңдин 5 йил илгири қурулған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати дәсләптә чегра мәсилисини һәл қилишни муддиа қилған болса, һазир бу тәшкилат мәзмунини террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний әсәбийчиликкә зәрбә беришкичә кеңәйтти. Шундақла уйғурларниң сиясий һәрикитигә зәрбә беришму бу тәшкилатниң муһим мәқсәтлириниң биригә айланди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.