Һүсәнҗан қарим, өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға қайтуруп берилди


2006.06.26

Март ийида өзбекистанда қолға илинған канада пуқраси һөсәнҗан қаримниң өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға қайтуруп берилгәнлики билдүрүлди.

Һөсәнҗан қаримниң канадада яшайдиған аяли камилә тиләндибайваниң билдүрүшичә, канада ташқи ишлар минстирлиқиниң бир хадими, ташкәнттики канада дипломатлириниң канада ташқи ишлар минстирлиқини, һүсәнҗан қаримни өзбекистан һөкүмити хитайға қайтуруп бәргәнлики тоғрисида хәвәрдар қилғанлиқини ейтқан.

Һүсәнҗан қаримниң қачан хитайға қайтуруп берилгәнлики техи иниқ мәлум әмәс, әмма йеқинда һүсәнҗан қаримниң ташкәнттики туққанлири өзбекистан даирилириниң уни башқа бир түрмигә йүткигәнликини билдүрүп, лекин уни қайси түрмигә йүткигәнлики тоғрисида уларға мәлумат бәрмигәнликини хәвәр қилған иди.

Бу йил аяли вә үч балиси билән бирликтә өзбекистандики уруқ- туққанлири билән көрүшүш үчүн өзбекистанни зиярәт қилған һүсәнҗан қарим 27‏ - март күни ташкәнттә үзбек даирилири тәрипидин тутулған.

Канада һөкүмити, канада пуқраси болған һүсәнҗан қаримниң өзбек даирилири тәрипидин тутулғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрүп, өзбекистан һөкүмитидин униң дәрһал қоюп беришини тәләп қилған һәмдә уни қутқузуш үчүн дипломатийә паалийәтлирини давамлаштурмақта иди.

Сиясий паалийәтлири түпәйли 1990‏- йилилириниң оттурилирида чәтәлгә қечишқа мәҗбур болған һүсәнҗан қарим, 2001‏- йили канадаға келип сиясий панаһлиқ тәләп қилған. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.